Түркийиниң TV5 телевизийисидә косова вә шәрқий түркистан мәсилиси муназирә қилинди


2008.02.27

Дуня уйғур қурултийиниң муавин башлиқи сийит түмтүрк әпәнди, 3 күндин бери истанбулни зиярәт қилмақта, бу җәрянда йиғинларға қатнашти, тәшкилат , җәмийәтләрни зиярәт қилди, муһим шәхисләр билән учрашти, мухбирларниң зияритини қобул қилди, түркийиниң TV5 телевизийә қанилида уйғурларниң кәчмиши вә һазирқи әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

Түркийиниң TV5 телевизийә қанилида һәр һәптиниң шәнбә күни ахшими "икки шәрқ , икки ғәрб " программисида дуняниң шу һәптилик сиясий вәзийәтлири бәс ‏муназирә қилинип нәқ мәйдандин тарқитилип кәлмәктә. Улар бу һәптилик программисида косова билән шәрқий түркистанниң сиясий вәзийити һәққидә тохталди.

Программиға TV5 телевизийә қанилиниң хадими явуз сәлим әпәнди риясәтчилик қилди, дуня уйғур қурултийиниң муавин башлиқи сийит түмтүрк әпәнди, түрк асия истратегийә вә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси җанәр санҗактар қатарлиқ шәхисләр иштирак қилди.

Биз дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи сийит түмтүрк әпәндини зиярәт қилип униң истанбул зиярити вә TV5 телевизийисидики программиға қатнашқанлиқи һәққидә учур игилидуқ. (Арслан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.