Түркийә телевизийисидә уйғур мәсилиси
2007.04.03

Йеқиндин бери түркийидики ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә алаһидә йәр берилмәктә. Түркийидики телевизийә қаналлиридин бири болған TV5 телевизийисидә һәптидә бир қетим берилидиған "дуня гүндәми" йәни "дуняниң күнтәртипи" намлиқ программиниң бу һәптидики қисмида мәхсус уйғурларға йәр берилди. Тонулған жорналист атиф өзбәй риясәтчилик қилған дуняниң күнтәртипи намлиқ программида адәттә дуняда һәл болмай келиватқан муһим мәсилиләргә йәр берилиду.
Программиниң бу қисмиға дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди қатнашти. Риясәтчи атиф өзбәй әпәнди программиниң башлинишида дуняда пәләстин мәсилиси, кәшмир мәсилиси, чечинийә мәсилисигә охшаш һәл болмай келиватқан нурғун мәсилиләрниң барлиқини, шәрқий түркистан мәсилисиниңму 100 йилдин бери һәл болмай келиватқан мәсилә икәнликини ейтип өтти. У сөзидә йәнә йеқинқи йиллардин бери дунядики башқа мәсилиләргә охшаш шәрқий түркистан мәсилисиниңму дуня күн тәртипигә келишкә башлиғанлиқини, уйғур мәсилисиниң ислам дунясиниң шундақла түрк дунясиниң қаниған яриси болуп, бу мәсилини ислам дуняси җүмлидин түрк дунясиға аңлитиш үчүн өзлириниң уйғурларға дуня күн тәртипи намлиқ программида алаһидә йәр бәргәнликини ейтқандин кейин сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәткә башлиди.
Бу қанал түркийидин башқа йәнә сәуди әрәбистан, мисир қатарлиқ ислам дөләтлиригиму тарқитиш қилидиған болуп, TV5 қанилидики бу программида немиләрниң аңлитилғанлиқи һәққидә программиға тәклип билән қатнашқан д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән елип берилған сөһбәттин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийиниң әң чоң партийилиридин бири болған тоғра йол партийисини зиярәт қилди
- Саадәт партийиси рәһбири уйғурларни зиярәт қилди
- Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучилар түркийидә шеһитләрни хатирләш мурасимиға қатнашти
- Дуня уйғур қурултийи вәкиллири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар йиғиниға қатнашти
- Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу шәрқий түркистан тәшкилатини зиярәт қилди
- Д у қ баш катипи долқун әйсаниң бир һәптилик түркийә зиярити мувапиқйәтлик ахирлашти