Түркийә миллий демократ хәлқниң партийиси вәкиллири, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилди
2005.02.24
Өткән йили түркийидә қурулған түркийә миллий демократ хәлқниң партийиси вәкиллири, мәзкур партийиниң баш секритари явуз дәмирәр әпәндиниң башчиқилиқда, түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини рәһбири хәйрулла әпәндигүл әпәнди уйғур дәвасиниң түркийидики әһвали тоғрисида сөз қилип, түркийидики сиясий партийиләрниң уйғур дәвасиға тутқан позитсийиси һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia