Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири атилла коч уйғурларни қобул қилди
2006.11.20

Түркийә мәдәнийәт министири атилла коч уйғурларни қобул қилди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк башчилиқидики һәйәтни қобул қилған атилла коч уйғур 12 муқаминиң оюниғиму барған иди. Һәммизгә мәлум болғинидәк, уйғур 12 муқам ансамбили түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирликиниң тәклипигә бинаән 11 - айниң 11 - күни истанбулға кәлгән иди. Улар түркийиниң истанбул, измир қатарлиқ шәһәрлиридә оюн қойғандин кейин 11 - айниң 20 – күни әнқәрәгә йетип кәлди. 48 Кишидин тәркип тапқан муқам ансамбили оюн қоюш өмикиниң ичидә 11 киши өмәк башлиқи икән.
Биз алдинқи хәвиримиздә өмәктикиләрниң паспортиниң хитай өмәк башлиқи тәрипидин йиғивелинип, уларниң һәтта түркийидә турушлуқ уруқ - туғқанлири билән көрүшүшигиму рухсәт қилинмайватқанлиқидин силәргә мәлумат бәргән идуқ. Бу хил әһвал һәмминиң диққитини тартқан болуп, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк әпәнди, әнқәрә шөбиси башлиқи һайруллаһ әфәндигил әпәндиләр муқам ансамбилини түркийигә тәклип қилған түркийә саяһәт вә мәдәнийәт министири атилла коч билән көрүшкинидә мушундақ әһвалниң барлиқини баян қилған.
Министир атилла кочму бу әһвални өзлириниңму сәзгәнликини дегән. 11 – Айниң 19 – күни, йәни йәкшәнбә күни әтигән саәт 9 йеримда министирлик бинасида елип берилгән бу учришишта немиләр оттуриға қоюлди? министир атилла коч нимиләрни деди?