Түркийидики сияси партийиләр уйғур мәсилисигә қизиқишқа башлиди
2007.01.10
2007-Йили түркийиниң сайлам йили болуп, 4-айда рәис җумһури сайлими, 11-айда болса парламент сайлими өткүзүлмәкчи. Һазир түркийидики пүтүн сияси партийиләр сайлам тәйярлиқ хизмәтлирини башливәтти. Пүтүн партийиләр түркийидики партийә әзалирини, аммивий тәшкилат мәсуллирини йиғип партийисиниң кәлгүсидә елип баридиған сиясәтлирини аңлатмақта.
Түркийидә оңчи консерватип партийә дәп билинидиған бүйүк бирлик партийиси 1-айниң 6-күни истанбулдики сулайманийә мәдәнийәт мәркизидә сайламға сәпәрвәрлик қилиш йиғини чақирди. Бүйүк бирлик партийисиниң башлиқи муһсин язиҗиоғлиниң рәсмий тәклипигә бинаән бу йиғинға дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит томтүрк әпәнди қатнашти. Бу йиғинға түркийиниң 71 вилайитидин вәкил қатнашқан болуп, йиғинда уйғур мәсилиси алаһидә тилға елинған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири атилла коч уйғурларни қобул қилди
- Уйғурларниң дости, түркийә сабиқ баш министири Bülent Ecevit вапат болди
- Уйғурларниң дости, түрк очақлири җәмийити нури гургур әпәнди билән сөһбәт
- Түркийә милләт партиси башлиқи айқут әдибали әпәнди билән уйгур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри