Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити түркийә парламент әзаси билән көрүшти
2007.02.06
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики шәрқий түркистан һәйити 2 - айниң 5 - күни түркийә инсан һәқлири комисйони башлиқи, парламент әзаси мәмәт әлқатмиш әпәндини зиярәт қилди. Сейит түмтүрк әпәнди зиярәттә уйғурларниң һазирқи вәзийити вә инсан һәқлири дәпсәндилири үстидә тохталғандин кейин, ғулҗа вәқәси вә 1 - айниң 5-күни памирдики 18 уйғурни етип өлтүрүш вәқәсиниң һәқиқи маһийити һәққидә тәпсили мәлумат берип өтти.
Бу мунасивәт билән ихтияри мухбиримиз әркин тарим сейит түмтүрк әпәнди билән бу қетимқи зиярәт үстидә сөһбәт елип барди.
©
2007 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики сияси партийиләр уйғур мәсилисигә қизиқишқа башлиди
- Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - шветсийә
- Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - германийә
- Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири атилла коч уйғурларни қобул қилди
- Түркийиниң қәйсири вилайитидиму икки шәрқий туркистан җумһурийити хатириләнди