Д у қ һәйити түркийә сабиқ ташқи ишлар министири муавини, җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи, парламент әзаси онур өймән билән учрашти


2007.02.20

onur-oymen-200.jpg
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим түркийә җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи, парламент әзаси онур өймән әпәндини зиярәт қилмақта.

Бу йил түркийидә җумһур рәиси сайлими билән парламент сайлими өткүзүлиду, мана шу сәвәблик, сайлам һарписида дуқ вә түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири һәр қайси сияси партийә мәсуллири билән учришип уйғур мәсилисини аңлатмақта.

Бу мәқсәт билән д у қ муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди вә һайруллаһ әфәндигил әпәнди қатарлиқ кишиләр башчилиқидики һәйәт түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийәләрдин бири болған җумһурийәт хәлқ партийисини зиярәт қилди вә партийиниң муавин башлиқлиридин мустафа ақ йүрәк вә онур өймән қатарлиқ кишиләр билән учрашти.

Һәйәт учришишта уйғурларниң бүгүнки вәзийити, чәтәлдики уйғурларниң әһвали, уйғур мәсилисиниң хәлқарадики вәзийити һәққидә мәлумат берип өткәндин кейин, шәрқий түркистан мәсилиси вә чәтәлдики уйғурлар мавзулуқ 65 бәтлик доклатни сунди. Җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи, түркийә-явропа парламентәрләр бирлики муавин башлиқи, түркийә парламенти ташқи ишлар комисйони әзаси онур өймән әпәнди бу учришишта уйғур мәсилисиниң явропа парламенти билән түркийә парламентида күн тәртипкә келиши үчүн қолидин келишичә ярдәм қилидиғанлиқини ейтти.

Биз учришиш ахирлашқандин кейин онур өймән әпәндигә суал соридуқ.

- Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири узун йиллардин бери уйғур мәсилисини түркийиниң күн тәртипигә елип келиш үчүн тиришиватқан болсиму, түркийә парламентида сәйпурус мәсилиси, ирақтики түркмәнләрниң мәсилиси муһим орунни тутуп турмақта. Уйғур мәсилиси түрк һөкүмитиниң күн тәртипигә кәлмәйватиду, сизчә буниң сәвәби немә?

- Бизниң партийимиз йәни җумһурийәт хәлқ партийисиниң бу һәқтә очуқ пиринсиплири бар. Биз пүтүн дөләтләрниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилимиз. Иккинҗиси, биз нимә мәқсәт билән қилинған болса болсун һәрқандақ зораванлиққа қарши туримиз. Зораванлиқ йоли билән мәсилини һәл қилишқа қарши туримиз. Әмма биз йәнә буниң билән бирликтә инсан һәқлиригиму наһайити әһмийәт беримиз. Пүтүн дунядики инсанларниң тәң- баравәр икәнликигә ишинимиз вә биз бу көз қаришимизни һәр йәрдә һәр пурсәттә баян қилип кәлдуқ. Йеқинқи йиллардин бери дуняда инсан һәқлири җәһәттә наһайити зор илгириләшләр мәйданға кәлди. Бурун диктаторлиқ билән башқурулған нурғун дөләтләр һазир демократийә билән башқурулидиған болди. Һазир нурғун дөләтләр инсан һәқлири мәсилисини өзиниң ички мәсилиси дийәлмәйду. Биз асиядики дөләтләрниң балдуррақ демократиклишишини арзу қилимиз. Шундақла хитайда яшаватқан милйонларчә уйғур түркиниң өз дөлитигә раһәт, әркин һалда яшишини арзу қилимиз. Уларниң мәдәнийәт җәһәттики һәқ вә һоқуқлириниң қоғдилинип қелишини арзу қилимиз. Бу дегәнлик биз хитайға қарши дегәнлик әмәс. Бизниң хитай дөлити билән мунасивитимиз яхши.

- Түркийидики һөкүмәтләр давамлиқ түрдә хитайниң ички ишлириға арилашмаймиз дәп, уйғур мәсилисидин чекинип келиватиду? сиз узун йил дипломат болупму вәзипә өтидиңиз. Түркийиниң уйғур сиясити зади немә?

- Һәр дөләтниң әһвалиға охшимайдиған нуқтиинәзәрдин қараш керәк. Шәрқий түркистан йәни шинҗаң уйғур аптоном районида яшаватқан хәлқләрму пүтүн дуня хәлқлиригә охшашла инсан һәқ вә һоқуқидин бәһриман болуш һәққигә игә. Бир дөләттики инсан һәқлири мәсилилиригә көңүл бөлүш һәргизму у дөләтниң ички ишлириға арилашқанлиқ болмайду. Түркийәгиму нурғун дөләтләр азсанлиқ милләтләрниң һәққини бериңлар дәйду. Биз ундақ дегәнләргә дүшмән дәп қаримаймиз. Чүнки инсан һәқлири дуняви бир мәсилә. Уйғур мәсилисигиму инсан һәқлири җәһәттин қараш керәк. Әмма уйғурларниң өз мәсилисини шиддәткә тайинип һәл қилишини халимаймиз.

- Һөрмәтлик парламент әзаси онур өймән әпәнди, оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин түркийә тика идарисини қуруп пүтүн түркий милләтләргә ярдәм қиливатиду, һәтта сибирийәдики түркий милләтләрниң аптоном районидиму түркийәниң консолослуқлири бар, әмма уйғур диярида йоқ, буниң сәвәби немә?

- Бу икки дөләт арисидики тохтамнамигә бағлиқ. Хитайларниң истанбулда баш консулханиси бар, бизниң шаңхәйдә баш консулханимиз бар. Әгәр буниңдин кейин хитайда консулхана ачидиған болсақ, үрүмчидә ачсақ пайдилиқ болиду, дәп ойлаймән. Биз бу мәсилиләрни икки дөләт оттурисидики депломатик мунасивәтләргә тайинип туруп һәл қилимиз. Хитайлар уйғур мәсилисидә түркийидин гуманланмаслиқи керәк. Чүнки түркийиниң кеңәймичилик сиясити йоқ.

- Һөрмәтлик онур өймән әпәнди уйғур инсан һәқлири муҗадиличиси рабийә қадир ханим икки қетим түркийигә тәклип қилинған болсиму, түркийә виза бәрмиди, буниңға қандақ қарайсиз?

- Түркийә ташқи ишлар министирликиниң виза бериштә қаттиқ бир сиясити йоқ. Әмма немә үчүн виза берилмиди буни мән сүрүштә қилимән. Түркийә әркин бир дөләт. Җинайәт ишлимигән һәрқандақ киши түркийигә келәләйду. Түркийидә һәммә адәм өз пикрини әркин баян қилиш һәққигә игә. Бу қетимқи сайламда партийимиз һакимийәт бешиға кәлсә түркийидә вә дуняда нурғун ишлар өзгириду. Түрк дунясидиму һәм шундақ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.