Д у қ рәһбәрлири түркийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти
2007.02.21

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадирниң йолйоруқиға бинаән, уйғур дияриниң һазирқи вәзийитини аңлитиш үчүн дуқ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, тәптиш һәйити әзаси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, дуқ яшлар комитети түркийә вәкили абдуллаһ турсун башчилқидики бир һәйәт бүгүн йәни 2-айниң 21-күни түркийә парламентиға берип, сабиқ ташқи ишлар министири, явропа ишлири комисйони башлиқи яшар яқиш, хитай түрк парламентәрләр бирлики достлуқ комитети башлиқи, парламент әзаси салиһ капусуз, түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут қатарлиқ кишләр билән учрашти.
Бу учришишларда уларға уйғурларниң бүгүнки вәзийити, чәтәлдики уйғурларниң әһвали, уйғур мәсилисиниң хәлқарадики вәзийити һәққидә мәлумат берилгәндин кейин, шәрқий түркистан мәсилиси вә чәтәлдики уйғурлар мавзулуқ 65 бәтлик доклат сунулди шундақла түркийәдә яшаватқан уйғурларниң түрк вәтәндашлиқиға өтүши вә иқамәт елиши қатарлиқ мәсилиләр үстидә бир қисим тәләпләрни оттуриға қойди.
Сабиқ ташқи ишлар министири яшар яқиш әпәнди һәйәтниң тәләплирини аңлиғандин кейин хитай билән болған депломатик мунасивәт асасида уйғур мәсилсиниң түркийәдә вә яврупа парламентида күн тәртипкә келиши үчүн тиришидиғанлиқини вә сабиқ ташқи ишлар министири болуш сүпити билән рабийә қадирға нимә үчүн виза берилмигәнликиниң сәвәбини сүрүштә қилидиқанлиқини ейитти.
Биз учришиш ахирлашқандин кейин сабиқ ташқи ишлар министири яшар яқиш әпәндигә суал соридуқ.
- Дунядики хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң доклатлиридинму мәлум болғинидәк, уйғур диярдики инсан һәқлири дәпсәндилири барғансери еғирлашмақта. Партийиңиз һакимийәт бешиға келиштин бурун дуня уйғур қурултийи һәйити билән көрүшкинидә уйғур мәсилисгә көңүл бөлидиғанлиқиңизни дигән идиңиз. Әмма һазирғичә бир нәтиҗә йоқ. Буниң сәвәби нимә?
- Түркийә билән хитай икки дост дөләт. Биз достлуқимизниң давамлишиши үчүнму тиришиватқан икки дөләт. Биз у йәрдики қериндашлиримизниң инсан һәқ һоқуқлириға игә һалда яшишини арзу қилимиз. Хитайлар америкиниң қериндиши әмәс туруқлуқ тйәнәнмин вәқәси йүз бәргәндә хитай дөлитини қаттиқ әйибләп уларға имбарго қойған иди. Уйғурлар бизниң қериндишимиз, бундақ икән уларға игә чиқиш бизниң инсаний бурчимиз. Түркийиниң хитайниң һечбир йеридики тәррорист паалийәтләргә ярдәм қилғини йоқ. Биз уйғур түрклириниң хитайниң яхши вәтәндиши болуп яшишини, өз юртидики йәр асити вә йәр үсти байлиқлиридин пайдилинип параванлиқ ичидә яшишини арзу қилимиз. Шуңа биз хитай билән болған мунасивитимизни бу асаста елип беришқа тиришиватимиз. Биз уйғур түрклирини икки дөләт арисидики көврүк дәп қараймиз. Хитайниңму уйғурларға мана мушундақ қаришини арзу қилимиз. Хитайниң пәқәтла түркийә билән әмәс, оттура асия түркий җумһурийәтлири билән яхши мунасивәт орнитиши үчүнму уйғурлар көврүк болалайду.
- Уйғурларниң инсан һәқлири муҗадиличиси рабийә қадир пүтүн явропа дөләтлирини айлинип уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндилирини аңлитиватиду. Түркийигә икки қетим рәсмий тәклип қилинған болсиму, виза берилмигәнлики үчүн келәлмиди. Сиз бир сабиқ ташқи ишлар министири болуш сүпитиңиз билән түркийиниң бу позитсийәсигә қандақ қарайсиз?
- Бу ишни мән мунасивәтлик кишиләрдин уқуп беқишим лазим. Бу ишниң тәпсилатини билмәй туруп бир нимә дейишни халимаймән. Әмма һәрқандақ дөләт кимгә виза берип кимгә бәрмәсликини өзи қарар қилиду. Бирисиниң гепи билән иш қилмайду. Америка тероризимға қарши күрәш қиливатқан бир дөләт болуш сүпити билән рабийә қадир ханимни өз дөлитигә қобул қилип униңға саяһәт паспорти бәргән. Әгәр бизгә кәлгән болсиму биз шундақ қилған болаттуқ. Мән йәнә бу ишниң тәпсилатини билмәй туруп бир нәрсә димәй.
- Партийиңиз һакимийәт бешиға келиштин бурун уйғурлар силәрдин нурғун үмидләрни күткән иди. Әмма һазирғичә уйғурлар һәққидә һечбир иш қилмидиңлар, яки мән биләлмидимму?
- Бу мәсилини қәстәнгә күн тәртипкә қоймиғинимз йоқ. Түркийиниң күн тәртипини силәр наһайити яхши билисиләр. Күн тәртип наһайити җидди. Бәзи муһим мәсилиләр бар күн тәртиптә. Бу муһим мәсилиләр алдинқи пиланға өткәнлики үчүн шәрқий түркистан мәсилиси кәлмәйватиду. Мән партийимизниң ташқи мунасивәтләр сияситини өзәм яздим. Бизниң бу партийиниң программисида қериндаш түркий милләтләр билән болған мунасивитимизни қандақ қилип күчәйтиш мәсилиси тоғрулуқ наһайити тәпсили язған идим. Қисқиси, бизниң ташқи сияситимиз тили бир, дини бир, мәдәнийитимиз бир түркий милләтләр билән сияси, тиҗари, мәдәнийәт маарип җәһәттики мунасивитимизни тәрәққи қилдуруш вә күчәйтиштин ибарәт. Уйғурларму әлвәттә буниң ичидә.
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ һәйити түркийә сабиқ ташқи ишлар министири муавини, җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи, парламент әзаси онур өймән билән учрашти
- Парламент әзаси сулайман гүндүз әпәнди билән сөһбәт
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бүйүк анатолийә мукапатиға еришти
- Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити түркийә парламент әзаси билән көрүшти
- Түркийидики сияси партийиләр уйғур мәсилисигә қизиқишқа башлиди
- Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири атилла коч уйғурларни қобул қилди
- Уйғурларниң дости, түркийә сабиқ баш министири Bülent Ecevit вапат болди
- Уйғурларниң дости, түрк очақлири җәмийити нури гургур әпәнди билән сөһбәт
- Түркийә милләт партиси башлиқи айқут әдибали әпәнди билән уйгур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри