Д у қ һәйити түркийә җумһурийити дөләт министири мәмәт айдин билән көрүшти


2007.03.05

duq-turkiye-ministir-200.jpg
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, д у қ тәптиш һәйити әзаси һайруллаһ әфәндигил әпәнди түркийә җумһурийити дөләт министири мәмәт айдин әпәнди билән биллә.

Дуня уйғур қурултийи мәсуллири 3-айниң 2-күни чүштин кейин саәт 4:30 да түркийә җумһурийити министирлик бинасида түркийә җумһурийити дөләт министири мәмәт айдин әпәнди билән көрүшти. Бу учришишта дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, дуня уйғур қурултийи тәптиш һәйити әзаси һайруллаһ әфәндигил әпәнди қатарлиқ кишиләр дөләт министири мәмәт айдин әпәндигә уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур мәсилисиниң хәлқарадики әһвали вә түркийидики уйғурларниң мәсилилири һәққидә мәлумат бәрди. Бир саәткә йеқин давам қилған бу қетимқи учришишта дөләт министири мәмәт айдин әпәнди түркийә җумһурийтиниң уйғурларға болған сиясити, түркийиниң оттура асия түркий җумһурийәтлиригә болған сиясити һәққидә мәлумат бәрди.

Дуня уйғур қурултийи мәсуллири йәнә түркийиниң рабийә қадир ханимға виза бәрмигәнликини ейтип түркийиниң бундақ қилишиниң хата икәнликини вә виза бериши керәкликини алаһидә тәкитлиди. Қизғин бир кәйпият ичидә өткән бу учришишта дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири дөләт министири мәмәт айдинға шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийити вә чәтәлдики уйғурлар темисидики доклатни вә көк байрақ жорнилини тәқдим қилди.

Сейит түмтүрк әпәнди учришиш ахирлашқандин кейинла дуня уйғур қурултийи мәсуллириниң мәмәт айдин әпәнди билән көрүшишниң мәқсити үстидә бизгә мәлумат бәрди.

Биз бу учришиш ахирлашқандин кейин, дөләт министири мәмәт айдинға суал соридуқ.

- Һөрмәтлик дөләт минстири мәмәт айдин әпәнди, уйғур дигән вақитта есиңизгә нимә келиду?

- Һәммимизгә мәлум, түрк тарихи дегән вақтимизда түркләр та уйғур дияри шундақла оттура асия түркий җумһурийәтлиридин кәлгән. Уйғур дегән вақтимизда атилиримиз әҗдатлиримиз есимизгә келиду. Уйәрдә яшайдиған қериндашлиримиз исимизгә келиду.

- Уйғурлар бүгүн дучар боливатқан мәсилиләрни дуня уйғур қурултийи мәсуллири сизгә дәп өтти, бүгүн инсан һәқ вә һоқуқлири дуняви бир қиммәт. Әмма хитай һөкүмитигә инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә бир нәрсә дегиниңиздә ички ишлиримизға арилашма, дәйду. Уйғурлар дучар боливатқан бу мәсилиләргә қандақ қарайсиз?

- Инсан һәқлириниң дуняви бир қиммәт икәнлики ениқ. Бу мәсилидә икки нуқта бар. Бири, хитайниң земин пүтүнликини нәзәрдә тутуш лазим. Хитай нуқтиинәзиридин турупму бу мәсилигә қараш керәк. Йәнә бири, охшаш вақитта бир дөләтниң хәлқлири арисида һечқандақ айримичилиқ қилмиған асаста сиясәт елип бериш керәк. Бу 21-әсирниң хәлқара сиясәттики муһим бир өлчими. Инсан һәқлири мәсилиси бир дөләтниң ички ишлири болуштин чиқти. Шуңа биз түркийидики бир инсан һәқлири мәсилисини бу бизниң ички ишлиримиз дийәлмәймиз. Хитайдики мәсилиләр мән мундақла җавап беридиған бир мәсилә әмәс. Мән бу мәсилини йеқиндин күзитишим, бу мәсилә һәққидә мәлумат игиси болушум керәк. Әпсуски, бүгүнгичә у йәргә бериш пурситим болмиди. Чоң кичик һәрқандақ бир дөләт инсан һәқлири җәһәттики кәмчиликлирини түзәтмәй туруп һечқандақ мәсилини һәл қилалмайду.

- Һөрмәтлик дөләт министири мәмәт айдин әпәнди, сиз түркийә җумһурийити һөкүмитиниң оттура асия түркий җумһурийәтлири билән болған мунасивәтлиригә мәсул бир министир, түркийә җумһурийити, пүтүн түркий милләтләргә иқтисади, мәдәний маарип җәһәттә ярдәм қиливатиду, мениң билишимчә уйғурларға қилинған бир ярдәм йоқ. Түркийә һәтта моңғулистандинму нурғун оқуғучиларни әкилип оқутиватиду. Уйғурларға ярдәм қилинмаслиқниң сәвәби нимә?

- Буниң сияси тәрипи мениң мәсулийәт даирәмдә әмәс. Түркийиниң хитай дөлити билән мунасивити наһайити яхши. Хитай билән болған тиҗари соммимизму юқири. Мәнчә сиз дегән мәсилиләрни хитайлар билән музакирә қилиш арқилиқ һәл қилиш мумкин. Болмаслиқи үчүн бир сәвәп йоқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.