Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу шәрқий түркистан тәшкилатини зиярәт қилди


2007.03.12

birlik-partiyisi-200.gif
Түркийә бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу башчилиқидики бир һәйәт қәйсиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийтини зиярәт қилди.

Түркийә бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу башчилиқидики бир һәйәт қәйсиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийтини зиярәт қилди. Зиярәтчиләр арисида бүйүк бирлик партийиси муавин башлиқи сабиқ парламент әзаси узәйир тунч, оккәш шәмдинләр, һәсән һүсәйин бозоқ қатарлиқ кишиләрму бар иди. Буларни қәйсиридики уйғур мәһәллисиниң киришидә чоң кичик болуп йүзгә йеқин уйғур қизғин күтүвалди. Җәмийәт бинасиға йетип кәлгән муһсин язиҗиоғлу бу қетимқи зиярити үстидә тохтилип мундақ деди:

"Ата юртимиздин чиқип түркийигә кәлгүчә болған арилиқтики сүргүнлук һаятида җапа чәккән, йолларда өлүп кәткән қериндашлиримизға, әйса йүсүп алиптекин вә осман батурға аллаһтин рәһмәт тиләймән. Әркинлик, түрклүк йолида һаятини бәргән, истиқбалини қурбан қилған пүтүн муҗаһитлиримизгә аллаһтин рәһмәт тиләймән, уларға шүкри сана қилимән. Әлвәттә түркийидә ай юлтузлуқ қизил байрақниң һимайисидә болуштин өзәңләрни бәхтлик һес қилисиләр, бизму һәм шундақ. Әмма шәрқий түркистан даваси, шәрқий түркистан мәсилиси йетәрлик дәриҗидә күн тәртипкә кәлмәйватиду. Даваға пүтүн түрк дунясиму әһмийәт бәрмәйватиду. Силәр узақ диярларда бу давани сүрдүрүшкә тиришиватисиләр. Биз бу давайиңларни түркийә бүйүк бирлик партийиси болуш сүпитимиз билән қоллап қуввәтләймиз. Биз һәр даим силәрниң йениңларда. Мән шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллириға давамлиқ шуни тәкитләватимән. Шәрқий түркистан давасида яш, йетишкән, қабилийәтлик кишиләргә еһтияҗ бар. Уларға көп вәзипә чүшиду. Тәшкилатиңлар пүтүн күчи билән мувапиқийәтлик бир шәкилдә шәрқий түркистан мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлитиватиду. Мән силәрни йәнә бир қетим тәбрикләймән, биз бир чоң йиғин үчүн қәйсиригә кәлгән идуқ. Силәргә болған һесдашлиқимизни билдүрүш үчүн тәшкилатиңларға партийимизниң рәһбәрлири билән бирликтә кәлдуқ. Қизғин қарши алғанлиқиңлар үчүн силәргә рәһмәт ейтимән".

Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлуниң сөзи ахирлашқандин кейин дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди сөз елип мундақ деди:

"Һөрмәтлик башлиқ, сиз партийиңизниң мәсуллири билән бирликтә җәмийтимизни зиярәт қилип шәрқий түркистан хәлқини хурсән қилдиңиз. Биз сизни кичикимиздин тартип билимиз. Сиз һечқачан қилчилик тәвримәстин шәрқий түркистан давасини қоллап қуввәтләп кәлдиңиз. Биз буни тәқдирләймиз. Бурунқи һөкүмәтләр хитай билән болған мунасивәттә хата сиясәт елип берип уйғур мәсилисигә сәл қариди. Түрк миллитиниң тарихтин буян мәзлумларға ярдәм қолини узутуп кәлгән бир милләт болуш сүпити билән бундин кейинки ташқи сияситидә уйғур мәсилсигә көңүл болдидиғанлиқиға ишәнчимиз камил. Болупму түркләр билән тили бир, дини бир, көки бир уйғур хәлқигә хитайлар тәрипидин елип бериливатқан бесимға түркийәниң итираз билдүрүшини үмит қилимиз. Сиз вә партийиңиз бурундин тартип шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүп кәлдиңлар. Болупму 1995- 1999-йиллири арисида түркийә парламентиға киргән вақтиңларда, хитайниң бесимиға қаримастин шәрқий түркистан мәсилисини түркийә парламентиниң күн тәртипигә әкәлдиңлар. Һәтта 1998-йили дуня уйғур яшлири қурултийи әнқәрәдә чақирилғанда дуняниң һәрқайси йәрлиридин кәлгән уйғур вәкилләрни парламенттики ишханиңизда қобул қилип уларниң дәрдини аңлиған идиңиз. Биз силәрниң бу қетимқи сайламда утуп чиқип түркийә парламентигә кирип уйғур мәсилсини парламентниң күн тәртипигә қоюшуңларни үмит қилимиз. Бу қетимқи қәйсири зиярити җәрянида сизниң алаһидә вақит чиқирип тәшкилатимизға келип биздин һал соришиңиз буйәрдики уйғурларни наһайити хурсән қилди. Мән пүтүн шәрқий түркистанлиқлар намидин сизгә рәхмәт ейтимән. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.