Саадәт партийиси рәһбири уйғурларни зиярәт қилди
2007.03.27
Түркийидә җумһур рәиси сайлими билән парламент сайлими йеқинлишип қалған күнимиздә түркийидики һәрқайси сияси партийә рәһбәрлири арқа арқидин түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини зиярәт қилип уларниң дәртлирини аңлимақта. Һәммигә мәлум болғандәк өткән ай бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлуму һәйәт һалида шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилған иди. Өткән һәптә ахири болса саадәт партийиси муавин башлиқи, сабиқ әдлийә министири исмайил мүфтүоғлу башчилиқидики 7 кишидин тәркип тапқан һәйәт шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қәйсиридики мәркизи ишханисиға берип уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат алди.
Биз бу зиярәткә кәлгән саадәт партийисиниң муавин башлиқи, сабиқ адаләт министири исмайил мүфтүоғлу билән телифон зиярити елип бардуқ.
- Һөрмәтлик сабиқ министир, бу қетимқи зияритиңизниң мәқсити нимә?
- Бу йәрдә шәрқий түркистанлиқларниң бир җәмийәт қурғанлиқидин хәвәр тапқан идуқ. Шуңа мән улар билән тонушуш, дәрдини аңлаш үчүн җәмийәткә кәлдим. Әслидә мән булар аңлатқан мәсилиләрниң көпини биләттим. Чүнки биз бурундин тартипла әйса йүсүп алптекинниң йенида болған идим. Әмма узун йиллардин буян бу ишлардин бираз узақ қалдим . Түркистан әслидә бизниң қаниған яримиз. Шәрқий түркистанлиқлар һәм дини һәм милли җәһәттин бизниң қериндашлиримиз. Шуңа уларниң зулум ичидә қелиши бизни толиму биарам қилмақта. Шуңа бүгүн шәрқий түркистан мәсилисигә қандақ ярдәм қилалаймиз, қолимиздин нимә келиду, буларни билип беқиш үчүн кәлдим. Шәрқий түркистан мәдинийәт һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сейит түмтүрк әпәнди бизгә шәрқий түркистанниң һазирқи әһвалидин мәлумат берип өтти. Уйәрдә вәзийәт барғансери еғирлишиветипту, буни аңлиғандин кейин көңлум қаттиқ йерим болди. Биз чоқум буларға ярдәм қилишниң йоллирини издәймиз.
- Партийиңизниң уйғур мәсилисигә болған сиясити нимә?
- Биз шәрқий түркистан мәсилисини пәләстин мәсилисидин, афғанистан вә сәйпурус мәсилисидин пәрқлиқ көрмәймиз. Биз үчүн һәммиси охшаш. Биз һазир өктичи партийә болуш сүпитимиз билән вә шәхсән өзәмму һәм шәрқий түркистан мәсилисигә қандақ ярдәм қилалаймиз, уйғурлар үчүн нимә қилалаймиз, дегән мәсилә үстидә баш қатуриватимиз.
- Һөрмәтлик сабиқ министир исмайил мүфтүоғлу әпәнди, сайлам йеқинлишиватиду. Пүтүн партийәләр шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини зиярәт қиливатиду. 2003-Йилидики сайламдин бурунму һазирқи һакимийәт бешида болған адаләт вә тәрәққият партийиси шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириға нурғун вәдиләрни бәргән иди, әмма бүгүнки күндә у вәдилириниң көпи әмәлгә ашмиди. Сайлам йеқинлишиватиду. Бу қетимқи сайламда әгәр силәр түркийә парламентигә кирсәңлар уйғурлар үчүн конкрет нимиләрни қилисиләр?
- Мән шуни дәй, мән бу мәсилигә сияси җәһәттин қаримаймән. Бу уйғурлар мениң миллитимниң қериндашлири, мениң диндашлирим. Мән бир мусулман түрк болуш сүпитим билән уйғурларға қандақ қаришим керәк болса мән шу нуқтиинәзәрдин қараймән. Мән өз қериндишимға қандақ ярдәм қилишни ойлисам, буларғиму шундақ ярдәм қилишни ойлаватимән. Мән бу тәшкилаттики уйғур қериндашлиримға шуни дидим, мениң әгәр бир мәсилини һәл қилишқа көзүм йәтмигән болса, һакимийәткә кәлмигән болаттим. Мән түркийәгә кәлгән 500 - 600 уйғур қериндишимниң мәсилисини һәл қилалмисам, бу һәммидин аввал қериндашлиққа ярашмайду, түркликимизгә ярашмайду. Буниң дөләтләр арисдики сиясәт билән алақиси йоқ. Мәнчә һазирқи һөкүмәт уйғур мәсилисигә көңүл болмигән болса бу уларниң қорқунчақлиқидин болди. Биз хитайдин қорқмаймиз.
- Сиз шәрқий түркистан мәсилисиниң пәләстин, сәйпурус, афғанистан мәсилисидин һичбир пәрқи йоқ, дедиңиз. Ундақта уйғур мәсилиси нимә үчүн түркийәниң күн тәртипидә йоқ?
- Бу , һазирғичә түркийәдә һакимийәт бешиға кәлгән партийәләрниң қарарлиқ ташқи сиясәт елип баралмиғанлиқиниң ипадиси. Ташқи сиясәт қарарлиқ болушни тәләп қилидиған бир иш. Бизниң партийимиз сәйпурус мәсилисидә интайин ирадилик бир сиясәт елип барди. Сәйпурустики түрк қериндшлиримизға гириклар зулум қилғанда, 1975-йили биз сәйпурусқа әскәр әвәтип уларни қутулдурдуқ. Мән қериндашлиримниң мәсилисини партийәмгә рай елиш үчүн қолланмаймән. Мән шәрқий түркистан мәдинийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә партийәм үчүн рай тәләп қилип кәлмидим. Мән биринҗидин, бир инсан болуш сүпитим билән, иккинҗидин, бир түрк болуш, үчүнҗидин, бир мусулман болуш сүпитим билән шәрқий түркистанлиқларға ярдәм қилимән.
- Әң ахирида радио аңлиғучиларға нимә димәкчи сиз?
- Шуни һечким унутмисун, зулум билән ават болған, қағиш билән битчит болиду. Аллаһ һәрдаим мәзлумниң йенида. Уйғурлар үчүн айдиңлиқ күнләр келиду. Чоң дөләтләрму парчилиниду. Вақит аз қалди. Хитайнң бесим сиясити күчәйгәнсери уларниң вәйран болидиған күнлири йетип кәлиду. Мән ахирида пүтүн түркистанлиқ қериндашлиримға саламимни вә сөйгүлиримни йоллаймән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучилар түркийидә шеһитләрни хатирләш мурасимиға қатнашти
- Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу шәрқий түркистан тәшкилатини зиярәт қилди
- Д у қ баш катипи долқун әйсаниң бир һәптилик түркийә зиярити мувапиқйәтлик ахирлашти
- Д у қ һәйити түркийә җумһурийити дөләт министири мәмәт айдин билән көрүшти
- Түркийә-хитай парламент әзалири достлуқ комитети башлиқи салиһ капусуз билән сөһбәт
- Д у қ рәһбәрлири түркийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти
- Д у қ һәйити түркийә сабиқ ташқи ишлар министири муавини, җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи, парламент әзаси онур өймән билән учрашти
- Парламент әзаси сулайман гүндүз әпәнди билән сөһбәт
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бүйүк анатолийә мукапатиға еришти