Түркийә парламент әзаси танәр йилдиз әпәндиниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири


2007.08.30

7-Айда елип берилған сайламдин кейин түркийидики адаләт вә тәрәққият партийиси қайтидин һакимийәтни игилигәндин иди. Мәлумки, адаләт вә тәрәққият партийисиниң бәзи парламент әзалири уйғур мәсилисигә интайин көңүл бөлгән вә түрлүк ярдәмләрни қилған иди.

Йеқинда дуня уйғур қурултийиниң түркийидики вәкили хәйруллаһ әпәндигил башлиқ бир вәкилләр өмики түркийә парламентидики бир қисим әзалар билән сөһбәт елип барған болуп, һакимийәттики адаләт вә тәрәққият партийисидин келип чиққан танәр йилдиз әпәнди әнә шуларниң биридур. Танәр йилдиз әпәнди уйғур вәкиллиригә буниңдин кейин өзиниң дини, тили вә дили бир болған уйғур қериндашлириға йеқиндин ярдәм беридиғанлиқи һәмдә шәрқий түркистанниң һөрийитини қоллайдиғанлиқини изһар қилған.

7-Айда өткүзүлгән сайламда уларниң бәзилири сайлиналмай парламентқа кирәлмиди йәнә бәзилири болса қайтидин сайлинип парламентқа кирди. Мана бу парламент әзалириниң қайтидин сайлинип парламентқа киргәнликини тәбрикләш шундақла уйғур мәсилисини йәнә бир қетим уларниң сәмигә селиш мәқсити билән дуня уйғур қурултийи муавин тәптиши хәйруллаһ әпәндигил, дуня уйғур қурултийи яшлар комитети түркийә вәкили абдуллаһ турсун вә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити хадимлиридин абдуллаһ фадиһ қатарлиқ кишиләр түркийә парламентиға кирип парламент әзалирини зиярәт қилди.

Адаләт вә тәрәққият партийисиниң қәйсиридин сайлап чиқилған парламент әзаси болған танәр йилдиз әпәнди зиярәт қилинған парламент әзалиридин бири иди. Зиярәт җәрянида хәйруллаһ әпәндигил әпәнди алди билән парламент әзаси танәр йилдиз әпәндигә өткән 5 йил ичидә өзлиригә қилған ярдәмлири үчүн рәһмәт ейтқандин кейин, уйғур дияриниң вәзийити вә түркийидики уйғурларниң мәсилилири һәққидә қисқичә мәлумат берип өтти. Танәр йилдиз әпәндиму уйғур һәйитиниң сөзи аяғлашқандин кейин сөз қилип, уларниң бу зиярити үчүн рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүргәндин кейин өзиниң тили бир , дили бир вә дини бир болған уйғур түрклиригә қилидиған ярдиминиң бундин кейинму давамлишидиғанлиқини тәкитлиди. Бу учришиш аяғлашқандин кейин биз танәр йилдиз әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ .

Әркин тарим: һөрмәтлик танәр йилдиз әпәнди, силәрниң партийә сайламда наһайити юқири аваз елип қайтидин парламентқа кирди. Бу мувәппәқийәткә немә дәйсиз ?

Танәр йилдиз: мән алди билән шәрқий түркистан тәшкилатиға мени зиярәт қилғанлиқи үчүн рәһмәт ейтимән. Бизниң 2002- йилидин 2007-йилиғичә болған һакимийәттики мәзгилимиздә болғанға охшаш шәрқий түркистан мәсилисигә болған һесдашлиқимиз давам қилиду. Мәйли қәйсиридә болсун, мәйли парламентта болсун бу һәқтики хизмәтлиримиз бундин кейин техиму зорийип бариду. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз билән биз давамлиқ бир сәптә туримиз. Уларға болған ярдимимиз һәр вақит давам қилиду. Бизниң партийимизниң низамнамисидә оттура асия түрк җумһурийәтлиригә вә түркий милләтләргә қаритилған сиясәткә наһайити әтраплиқ йәр берилгән .Бу қетимқи һөкүмәт мәзгилидә оттура асия түркийә җумһурийәтлири билән болған мунасивәтләргә техиму көп әһмийәт беримиз, мунасивитимиз барғансери тәрәққи қилиду. Мән алдимиздики бу 5 йил ичидә қолумдин келишичә шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримниң бәзи мәсилилирини һәл қилиш үчүн тиришимән. Әгәр бу қериндашлиримниң дәрдиниң азийиши үчүн азрақ хизмәт қилалисам өзүмни толиму бәхитлик һес қилимән .

Әркин тарим: һөрмәтлик парламент әзаси өткән 5 йил ичидә парламентта сипрус мәсилиси вә ирақтики түркмәнләрниң мәсилисигә охшаш бир йүрүш мәсилиләр күн тәртипкә қоюлди. Әмма уйғур мәсилиси күн тәртипкә қоюлмиди, алдимиздики йилларда уйғур мәсилисини парламент күн тәртипигә қоямсиз ?

Танәр йилдиз: билгиниңиздәк, бир дөләтниң мәдәнийити у дөләттики инсан һәқ - һоқуқлириниң чәклимигә учримаслиқи билән өлчиниду . Бу иккиси зич мунасивәтлик. Өткән 5 йилда инсан һәқ - һоқуқи вә демократийә үстидә партийимиз тәрипидин елип берилған бәзи ислаһатлар дуня дөләтлириниң тәқдирләшлиригә еришкән иди. Биз бу ислаһатларни елип беришни йәнә давам қилимиз. Түркийә күчләнгән тәқдирдә дуня мәсилилиригә көңүл бөләләйдиған һалға келиду, шуңа түркийидики өзгиришләр кәлгүсидә түркийиниң башқа йәрләрдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлүши үчүн йол ачиду, дәп ойлаймән.

Әркин тарим: өткән йили истанбулда өткүзүлгән демократийә мунбири намлиқ йиғинға дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимму тәклип қилинған иди, түркийигә келиши үчүн виза берилмигәндә сиз оттуриға киргән болсиңизму йәнила һәл болмиған иди. Бу қетим рабийә қадир ханим түркийигә кәлмәкчи болса йәнә мушундақ әһвал тәкрарлинарму ?

Танәр йилдиз: мән рабийә қадир ханимниң биринчи қетим түркийигә виза үчүн илтимас қилғанлиқидин хәвирим бар иди. У вақитта ташқи ишлар министирликигиму мән бу әһвални дегән идим. Рабийә қадир ханимниң виза елиши һәқиқәтәнму бир мәсилә болуп турмақта. Вақит билән бу ишниңму һәл болидиғанлиқиға ишинимән. Мәнчә һечкимниң саяһәт әркинлики чәкләнмәслики керәк. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.