Қәйсәри валисиниң хошлишиш зияпитигә д у қ мәсуллири қатнашти


2007.12.05

Түркийиниң әң чоң вилайәтлиридин бири, уйғурлар әң көп җайлашқан йәрләрдин бири болған қәйсәриниң валиси, сабиқ ички ишлар министири осман гүнәш әпәнди түркийә ички ишлири министирлиқиға тәйинләнгән . Осман әпәнди узун йил валилиқ вәзиписи өтигән қәйсәридин айрилиш алдида һәр дәриҗилик кадирлар вә аммивий тәшкилат мәсуллириға видалишиш зияпити бәргән . Бу зияпәткә шәһәр башлиқлири, генераллар, парламент әзалири билән бирликтә д у қ муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики бир гуруппа уйғурларму тәклип буйичә қатнашти.

Сабиқ ички ишлар министири, қәйсәри валиси осман гунәш әпәнди уйғурларға амрақлиқи билән тонулған бир киши болуп, у вида сөзи ахирлашқандин кейин д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәндини сөзгә тәклип қилған. Сейит түмтүрк әпәнди бу зияпәткә қатнашқан 500 дин артуқ юқири дәриҗилик рәһбәргә бу пурсәттин пайдилинип хитайларниң уйғурларға қарши елип бериватқан бесим сиясити һәққидә мәлумат бәргән.

Сейит түмтүрк әпәнди сабиқ ич ишлири министири вә қәйсәри валиси осман гунәш әпәндиниң уйғурларға қилған ярдимигә рәһмәт ейтиш үчүн униңға уйғур миллий қияпити гәвдиләнгән тон кейгүзгән . Сейит түмтүрк әпәнди өзлириниң шәрқий түркистан аммивий тәшкилати болуш сүпити билән түркийидә бу хил паалийәтләргә тәклип қилиниватқанлиқини, бу хил паалийәтләрниң шәрқий түркистан давасини аңлитиши үчүн яхши бир пурсәт икәнликини ейтти.

Бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.