Уйғурлар һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнмәктә


2008.03.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

hojjetlik-film-tartilmaqta-200.jpg
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди. RFA Photo / Erkin Tarim

Йеқинқи йиллардин бери уйғур мәсилисиниң хәлқарада давамлиқ күн тәртипкә келиши түрк ахбарат органлириниң диққитини уйғур мәсилисигә тартти. 2007 - Йилиниң башлиридин бүгүнгичә түркийә дөләт телевизйәси болған т р т тәрипидин уйғурлар вә уйғур дияридин кәлгән қазақлар һәққидә 3 һөҗҗәтлик филим ишләнди. Бу һөҗҗәтлик филимләр телевизийәләрдә көрситилгәндин кейин, тамашибинларниң алқишиға еришти.

Түнүгүн йәнә, 3 - айниң 30 - күни камп телевизйәси `шәрқий түркистан вә уйғурлар` темисида бир һөҗҗәтлик филим ишләшкә башлиған.

Бу һөҗҗәтлик филим қәйсәри валилиқи, қәйсәри саяһәт идариси вә қәйсәри әрҗийәс университетиниң ишбирлики билән ишлиниватқан болуп, филимдә қәйсәридә олтурақлашқан уйғурларниң турмушини өрп вә адәтлирини асас қилип туруп, уйғурларниң тарихи, бүгүнки вәзийити, уйғур мәдинийити, уйғур йемәк - ичмәклири, нахша уссуллири вә чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң әһвали аңлитилидикән. Бу һөҗҗәтлик филимдә йәнә хитайниң азсанлиқ милләтләргә елип бериватқан бесим сиясити вә уйғур диярида тибәттә йеқиндин бери мәйданға келиватқан һадисиләр һәққидиму мәлумат берилидикән. Бу һөҗҗәтлик филим филим һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн филимниң режиссори али әпәнди, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә жорналист варисҗан билән сөһбәт елип бардуқ.

Бу һөҗҗәтлик филимниң режиссори али әпәнди, филим һәққидә мәлумат берип мундақ деди: "шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң қәйсәридә яшаватқанлиқини билгәнликимиз үчүн улар һәққидә бир һөҗҗәтлик филим ишләйли дедуқ. Биз һөҗҗәтлик филмимиздә, бу уйғурлар түркийигә қачан қандақ кәлди? түркийигә келиш җәрянида қандақ қийинчилиқларға дучар болди? бу уйғурлар түркийигә кәлгәндин кейин өз мәдәнийәтлирини қоғдап қелиш үчүн немиләрни қиливатиду? қийинчилиқлири немә? өз мәдәнийәтлирини қандақ қоғдап келиватиду? дегәнгә охшаш соалларға җавап тепишқа тиришимиз. Булардин башқа һөҗҗәтлик филмимиздә шәрқий түркистанниң тарихи, мәдәнийити вә һазирқи вәзийити һәққидики мәлуматларғиму йәр беримиз. Һәммимизгә мәлум түрк мәдәнийитидә уйғур мәдәнийитиниң алаһидә орни бар. Һөҗҗәтлик филимимиздә йәнә уйғур мәдәнийити үстидиму тохтилимиз." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.