Түркийә мәтбуатлири ваң лечуәнниң сөзлири һәққидә тохталди
2005.08.26
Түркийидики "радикал гезити" 26-август күни "хитай уйғурларни йеңидин тутқун қилишқа башлиди" мавзулуқ тәпсили хәвәр елан қилди.
Хәвәрдә, ваң лечуәнниң бейҗиңдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида уйғурлар һәққидә, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири һәмдә рабийә қадир ханим һәққидә қилған сөзлиригә йәр берилгән шундақла дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң бу һәқтики көзқарашлири оттуриға қоюлған.
Дуня уйғур қурултийиниң түркийә вәкили, түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси сийит томтүрк әпәнди түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң зияритини қобул қилип, ваң лечуәнниң баянатиға җаваб қайтурди. Түркийә явро – асия стратегийә тәтқиқат мәркизи тәтқиқатчиси әркин әкрәм әпәндиму зияритимизни қобул қилип, ваң лечуәнниң бейҗиңда бәргән баянати һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим ваң лечуәнниң баянатиға җаваб қайтурди
- Мюнхенда уйғур яш өсмүрлири курси ечилди
- Д у қ панаһлиқ тилигән уйғурларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн һәрикәт башлиди
- Германийидә ианә топлаш сәпәрвәрлик йиғилиши өткүзүлди
- Дуня уйғур қурултийи америка һөкүмитини бейҗиңға бесим ишлитишкә чақирди