Түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучилар түркийидә шеһитләрни хатирләш мурасимиға қатнашти


2007.03.19

Мәшһур чанаккалә уруши 1915-йиллириниң башлирида әнгилийә, франсийә башчилиқидики дөләтләрниң түркийигә таҗавуз қилип кириши билән башланған мустәқиллиқ уруши болуп, бу уруш 3-айниң 18-күни қәһриманларчә уруш қилған түркләрниң ғәлибиси билән ахирлашқан. Урушта 265 миң түрк әскири шеһит болған иди. Бу мунасивәт билән түркләр бу күнни һәр йили мурасимләр билән хатирләп, өзлириниң бүгүнкидәк азад вә мустәқил яшиши үчүн җанлирини пида қилған қәһриман шеһитлирини әслишиду.

Тарихчиларниң йезишичә бу урушқа түркләргә ярдәм қилиш үчүн уйғурларму қатнашқан икән. Һәр йил болғандикигә охшаш бу йил 3-айниң 18-күни түркийә чанаккалә урушиниң 92 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән түркийиниң ғәрби шималиға җайлашқан гелиболу йерим арилида шеһитләрни хатирләш мурасими өткүзүлди. Бу мурасимға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән түркләр вә чәтәлликләрдин болуп, 20 миң киши қатнашти. Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәхпиниң тәшкиллиши билән түркийидә оқуватқан 70 нәпәр уйғур оқуғучиму бу мурасимға қатнашти. Улар бу йәрдә түркийиниң мустәқиллиқ урушиға аит музийләрни, шеһит қәбрилирини зиярәт қилди.

Буй мунасивәт билән, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим бу саяһәтни уюштурған шәрқий түркистан вәхпи баш секретари һамут гөктүрк әпәнди вә паалийәткә қатнашқан уйғурларни зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.