Түркийә дөләт министири мәһмәт айдин хитайда зиярәт елп бармақта


2008.03.20

Ministiri-mehmet-aydin-200.jpg
Дөләт министири мәһмәт айдин әпәнди д у қ һәйитини қобул қилған вақтида уйғур мәсилисини яхши билидиғанлиқини вә уйғурлар үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини ейтқан иди. RFA Photo

Түркийә дөләт министири мәһмәт айдин әпәнди хитайға рәсмий зиярәт елип бармақта. Вақит гезитидә йәр берилгән хәвәргә қариғанда униң бу қетимқи зияритиниң мәқсити 2015 - йили дуня тиҗарәт йәрмәнкисиниң измирдә ечилиши үчүн хитайниң қоллап қуввәтлишини қолға кәлтүрүш вә хитай рәһбәрлири билән һәр хил учришишларни елип бериш икән.

Дөләт министири мәһмәт айдинни бейҗиң айропилан истансисида түркийиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси октай өзүйә билән хитай хәлқара тиҗарәтни тәрәққий қилдуруш комитети муавин башлиқи гоң чиҗүн күтүвалған. Хитайда зиярити давам қиливатқан дөләт министири мәһмәт айдин әпәнди, хитайларниң хәлқарада қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәққидә тохтилип, дуняда буниңдин кейин хитайсиз иш болмайдиғанлиқини дегән. Мәһмәт айдин әпәнди хитай учур министирлики муавин башлиқи ваң гуочиң билән елип барған учришишида, түркийә билән хитай оттурисидики достлуқниң узун тарихқа игә икәнликини, мәсилилири болмиған дөләтләрниң оттура шәрққә охшаш мәсилиләр көп дөләтләргә ярдәм қилиши керәкликини тәкитлигән.

Мәдәнийәтләр иттипақи һәққидә тохталған дөләт министири мәһмәт айдин әпәнди,"һунтиңтонниң мәдәнийәтләр тоқунуши" намлиқ китабида оттуриға қоюлған ислам мәдәнийити билән узақ шәрқ мәдәнийәтлири бирләшсә, ғәрб дөләтлириниң қейин әһвалда қалидиғанлиқини, униң үчүн буниң алдини елиш керәклики лазим дегән көз қаришини тәкитлигән .

Тәнтәрбийә вә мәтбуат ишлириға мәсул дөләт министири мәһмәт айдин әпәнди бу учришишида хитай мәтбуатлири билән түрк мәтбуатлири оттурисида һәмкарлиқини күчәйтиш керәкликини тәкитлигән. Дуняниң һәр қайси җайлирида хитайлар билән һәмкарлишишқа тәйяр икәнликини ейтқан мәһмәт айдин әпәнди, алдимиздики 10 - 20 йил ичидә хитайдин түркийигә 10 - 20 милйон саяһәтчиниң келишини күтүватқанлиқини тәкитлигән.

Кейин хитай учур министири муавин ваң, хитай билән түркийә оттурисидики достлуқниң узун тарихқа игә икәнликини, түркийиниң измир шәһириниң 2015 йилида өткүзүлидиған дуня тиҗарәт йәрмәнкисигә саһибханилиқ қилиш һоқуқиға игә болушини,түркийиниң дуняда тунҗи қетим дуня тиҗарәт йәрмәнкиси ечилған мусулман дөлити намиға игә болушини тиләйдиғанлиқини ипадилигән. Хитай учур министирлики муавин башлиқи ваң гуочиң билән елип берилған учришишқа түркийә билән хитай арисида өзара журналист әвәтиш тохтамнамисиға қол қоюлған.

Дөләт министири мәһмәт айдин әпәнди д у қ һәйитини қобул қилған вақтида уйғур мәсилисини яхши билидиғанлиқини вә уйғурлар үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини ейтқан иди. Бу қетимқи зиярәтниң әһмийити немә? түркийиниң хитайдин күткәнлиригә хитай һөкүмити қандақ қарайду? дөләт министири мәһмәт айдинниң хитай зиярити җәрянида уйғур мәсилиси музакирә қилинарму? (әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.