Ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулған йиғин маарипчилар уюшмиси залида ечилди
2006.04.28
Биз алдинқи програмимизда шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити ғази университетида ачмақчи болған "шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" намлиқ йиғинниң әмәлдин қалдурулғанлиқини хәвәр қилған идуқ. Йиғинниң хитай һөкүмитиниң гази университетиға бесим ишләткәнлики түпәйлидин әмәлдин қалдурулғанлиқиму мәлум болған иди.
Йиғин гази университети тәрипидин әмәлдин қалдурулғандин кейин, түркийә маарипчилар уюшмисиниң залида ечилди. Бу йиғинға сабиқ милләт вәкиллири, түркийидики аммиви тәшкилат вәкиллири, унверситет оқутқучи – оқуғучилири вә уйғурлардин болуп 300 әтрапида киши қатнашти. Йиғинда уйғурларниң һазирқи әһвали тонуштурулған рәсимләр вә уйғурларниң өтмүши вә бүгүни тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди.
Бу программимизда, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим тосалғуларға қаримастин йәнила ечилишқа давам қилған йиғин һәққидә мәлумат бериду.
Мунасивәтлик мақалилар
- "Шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" мавзулуқ йиғинниң ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулди
- "Улуғ шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайи" мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди
- Уйғурлар дуня демократик һәрикити йиғинда
- Чәтәлләрдики уйғурлар исмаил тиливалдиниң сөзлиригә баһа бәрди
- Түркийидики уйғурлар түрк дуняси әдәбият сәнәт көрикигә қатнашти