Түркийиниң измир шәһиридә уйғур дастанлири һәққидә доклат берилди

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу йиғин измир қонақ районлуқ һөкүмитиниң мәдәнийәт залида өткүзүлгән болуп, бу йиғинға 300 әтрапида киши қатнашқан. Йиғинда әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи мудири проф. Др. Фикрәт түркмән әпәнди, түрк дуняси мутәхәссиси проф. Др. Мәтин әкичи әпәнди вә проф. Др. Алимҗан инайәт әпәндиләр сөз қилған.
Бу паалийәтни түрк мәдәнийәт вә сәнәт җәмийити уюштурған болуп, бу йиғинда әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди уйғур дастанлири темисида сөз қилған.
Биз бу йиғин һәққидә мәлумат елиш үчүн проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. У бу йиғинда қилған сөзидә, абдурахман хоҗа, нозугум вә сейит ночи қатарлиқ дастанлардики қәһриманларниң хитай зулумиға қарши елип барған муҗадилилирини аңлатқанлиқини тәкитләп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики тәпсили мәлуматини аңлайсиләр.