Уйғурлар дуня инсан һәқлири күнини әнқәрә шәһәр мәркизидә хатирлиди
2007.12.11
2007- Йили 12- айниң 10- күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ омуми әһдинамиси мақулланғанлиқиға 59 йил болған болсиму, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дуняниң һәрқайси җайлирида давам қилмақта. 10- Декабир күни дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән түркийәниң әнқәрә шәһириниң мәркизи болған сакаря мәйданида шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири мавзулуқ көргәзмә ечилди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйрулла әфәндигил әпәндиниң башчилиқида оюштурулған бу паалийәттә мәйданниң дәл оттурисиға, уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндилири әкс әттүрүлгән йүзләрчә рәсим есилғандин башқа , түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири чиқириватқан гезит, журнал вә китабларму тизилған.
Булардин башқа нурғун лозункилар есилған болуп, бу лозункиларда хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун!, шәрқий түркистандики уйғурларни халиғанчә қамаш ахирлашсун!, пиланлиқ туғут тохтитилсун!, инсан һәқлири нәдә? уйғурларға әркинлик! дегәнгә охшаш шуарлар йезилған.
Мустафа исимлик бир зиярәтчи бу рәсимләрни көрүп уйғур қериндашлириға бәкла ичи ағриғанлиқини, гәрчә шәрқий түркистан узақ болсиму қәлбиниң һәр даим уйғурлар үчүн соқидиғанлиқини ейтип мундақ деди: "уйғурлар ялғуз әмәс. У йәрдики уйғур қериндашлиримизни һәр даим қоллап қуввәтләймиз. Уйғур қериндашлиримиз гәрчә җуғрапийә җәһәттин узақта болсиму, бизниң көңүл риштимиз уларға бағланған. Мән хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини бу рәсимләрдин көрүп көңлүм бәкла йерим болди. Инсан һәқлири әһдинамиси қобул қилинғили 59 йил болди, әмма хитайда инсан һәқлири пәқәтла йоқ икән, уйғур қериндашлиримиз өз һәқ - һоқуқини қолға кәлтүргичә һармай - талмай күрәш қилиши керәк. Бизму уларни қоллап қуввәтләймиз. " (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (1)
- 16 - Қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати парижда тарқитилди
- Биңтүән - уйғур ели ичидики мустәқил империйә (1)
- " Хитай һөкүмити инсанийәт тарихидики җинайи қилмиши әң еғир һоқуқдарлар гуруһидур"
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Саркозий кишилик һоқуқи вә хәлқ пули мәсилисидә ху җинтавға нәсиһәт бәрди
- Албанийидә яшаватқан адил шветсийигә йитип кәлди