Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди


2007.12.10

121007IstanbulNamayish2-200.jpg
2007‏ - Йили 12- айниң 9- күни, түркийиниң истанбул шәһиридә паалийәт қиливатқан "шәрқий түркистан яшлар тәшкилати" ниң тәшкиллиши астида дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән, 300 дин артуқ амма, хитайға қарши наразилиқ намайиши елип берилди. RFA Photo / Arslan

2007‏ - Йили 12- айниң 9- күни, түркийиниң истанбул шәһиридә паалийәт қиливатқан "шәрқий түркистан яшлар тәшкилати" ниң тәшкиллиши астида дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән хитайға қарши наразилиқ намайиши елип берилди.

Намайишқа, "шәрқий түркистан яшлар тәшкилати", "түркийә ай ‏- юлтуз бирлики җәмийити", " қирим түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити", " әзәрбәйҗан қарабағ җәмийити", "ирақ түркмәнлири җәмийити", " түркийә аясуфия җәмийити", "қибрис түрклири җәмийити" қатарлиқ җәмийәт, тәшкилатлар қатнашқан болуп, уйғур, түркмән, азари, қирим вә түркийиликләрдин тәркип тапқан 300 дин артуқ амма, истанбулниң мәркизигә җайлашқан таксим мәйданида бу наразилиқ намайишини елип барди.

Намайиш мәйданиға түркийә ахбарат вастилири ‏- телевизийә қаналлириму кәлгән болуп, намайишчиларниң рәһбәрлири ахбарат йиғини ечип сөз қилди. "Түркийә ай ‏- юлтуз бирлики" җәмийитиниң рәиси, бу қетимқи намайишниң пүтүн дунядики кишилик һоқуқ үчүн күрәш қиливатқан тәшкилатларниң ортақ наразилиқини билдүридиған бир намайиш икәнликини, болупму түрк дунясидики нурғунлиған инсанларниң өз һәқ - һоқуқлириға игә болалмайватқан түркләрниң наразилиқ намайиши икәнликини көрсәтти.

121007IstanbulNamayish-200.jpg
2007‏ - Йили 12- айниң 9- күни, түркийиниң истанбул шәһиридә паалийәт қиливатқан "шәрқий түркистан яшлар тәшкилати" ниң тәшкиллиши астида дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән, 300 дин артуқ амма, хитайға қарши наразилиқ намайиши елип берилди. RFA Photo / Arslan

Намайишчилар қоллирида " ирақта, қибриста, қарабағда, ғәрбий тиракийидә, шәрқий түркистанда түркләр зулум астида" дегән шоарлар бесилған пилакатларни, хитайларниң уйғурларни бастуруватқан рәсимлирини көтүрүшүп, истанбул шәһириниң галатасарай мәйданидин таксим мәйданиғичә йүрүш қилип, " инсан һәқлири дәпсәндичилики йоқалсун", "хитайлар түркистандин чиқип кәт", "шәрқтин ғәрбкичә ататүрк биз" дегәнгә охшаш наразилиқ шуарлирини товлашти.

"Шәрқий түркистан яшлар тәшкилати " ниң рәиси тибәт йүҗәтүрк, бу қетимқи намайишниң асаслиқ мәқситиниң хитайға болған ғәзәп - нәпрәтни билдүрүш вә түркийә ахбарат вастилири арқилиқ шәрқий түркистанниң һазирқи әһвалини түркийә хәлқигә шундақла дуняға аңлитиш икәнликини билдүрүп: "қиммәтлик ахбаратчилар, һөрмәтлик җәмийәт рәһбәрлири, шәрқий түркистандики хитай зулумлирини түркийә җумһурийитидики ахбаратчилар яхши билмәйду. Шәрқий түркистанда зулум ‏- искәнҗидә яшаватқан уйғурларға хитайларниң һәр түрлүк наһәқ зулум қиливатқанлиқи ахбарат вастилириға билдүрүлмәй кәлмәктә," деди.

Намайиш ахирлашқанда, намайишқа қатнашқан уйғурлардин халмурат әпәнди қатарлиқларни зиярәт қилип намайиш тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. (Арсилан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.