Түркмәнистанда мәһмут қәшқири һәққидә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди


2008.02.22

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим вә мәдәнийәт тәшкилати йәни юнәско тәрипидин 2008 - йили мәһмут қәшқири йили елан қилинғандин кейин, бу һәқтики тунҗи паалийәт түркмәнистанниң пайтәхти ашхабатта чақирилди. Түркмәнистан милли мирас идариси билән маарип министирлики ортақлишип 2 - айниң 21 - 22 - күнлири `түркологийиниң қурғучиси мәһмут қәшқири` мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирған. Бу илмий муһакимә йиғиниға америка, яврупа дөләтлири, түркийә вә түркий җумһурийәтлиридин болуп 150 түрколог қатнашқан болуп, уйғур дияридин уйғур түркологлар келәлмигән. Биз бу илмий муһакимә йиғини һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн түркмәнистан дөләт университети оқутқучиси, түрколог проф. Др. Бәрди сарийев әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

Профессор др. Бәрди сарийев әпәнди илмий муһакимә йиғини һәққидә бизгә қисқичә мәлумат бәрди: "юнәско 2008 - йилини мәһмут қәшқири йили дәп елан қилғанлиқи үчүн мустәқил түркмәнистанда мәһмут қәшқири һәққидә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүливатиду. Бүгүн ечилиш мурасими өткүзүлди. Бу илмий муһакимә йиғининиң исми `түркологийә илминиң қурғучиси мәһмут қәшқири`. Бу илмий муһакимә йиғинини түркмәнистан милли мәдәнийәт мирас мәркизи билән түркмәнистан маарип министирлики ортақлишип чақирди. Бу илмий муһакимә йиғиниға 150 илим адими қатнашмақта. Бу илмий муһакимә йиғини 2 - айниң 21 - күнидин 22 - күнигичә икки күн давам қилмақчи."

Проф. Др. Бәрди сарийев әпәнди бу илмий муһакимә йиғиниға қатнишиватқан билим адәмлири вә йиғинниң мәзмуни һәққидә мәлумат бәрди: "Хитай, түркийә, голландийә, испанийә, өзбекистан, қазақистан вә украинийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән билим адәмлири бүгүн сөз қилди. Бу илмий муһакимә йиғини 5 гуруппиға айрилип давам қиливатиду. Биринчи гуруппиниң исми мәһмут қәшқири вә у яшиған дәври болуп буниңда 30 илим адими сөз қилмақчи., иккинчи гуруппиниң исми мәһмут қәшқири вә түркий милләтләрниң хәлқ әдәбияти темиси болуп буниңда 32 билим адими сөз қилмақчи, үчинчи гуруппа болса түркий тиллар дивани вә бүгүнки түркий тиллири темиси болуп буниңда 28 билим адими сөз қилмақчи. Төтинчи гуруппа болса түркий тиллар диваниниң әдәбий қиммити, бәшинчи мәһмут қәшқири вә һазирқи заман түркологийә илми темилирида болуп буларда 35тин билим адими сөзлимәкчи. юқиридики мәзмунларни асас қилған һалда тәйярланған һәр хил илмий мақалилар оқуп өтүлмәкчи."

Проф. Др. Бәрди сарийев әпәнди бу илмий муһакимә йиғиниға бейҗиңдин шәрқий түркистандин түркологлар кәлгән болсиму уйғур түрколог кәлмигәнликини ейтти: "Йиғинниң ечилиш мурасимида хитайдин кәлгән ху җенхуа `мәһмут қәшқириниң түркий тиллар дивани хитайда` темисида сөз қилди. Кейин шәрқий түркистандин кәлгән хай фән исимлик бир киши `улуғ алим мәһмут қәшқириниң хитай тарихиға қошқан төһписи` темисида сөз қилди. Әмма уйғур қериндашлиримиз бу илмий муһакимә йиғиниға келәлмигән."

Проф. Др бәрди сарийев әпәнди түркмәнистанниң пайтәхти ашхабатта чақирилған `түркологийә илминиң қурғучиси мәһмут қәшқири` намлиқ илмий муһакимә йиғининиң ечилиш мурасимиға түркмән министирлириниңму қатнашқанлиқини аңлитип мундақ деди: "Башлиқлиримиз вә министирлиримиз қатнашти. Ечилиш мурасимида милли мирас идарисиниң башлиқи проф. Др. Аннақули һаширов сөз қилди. Улуғ алим мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән тунҗи қетим түркмәнистанда бундақ бир илмий муһакимә йиғини чақирғанлиқни үчүн интайин хурсән болғанлиқини, бу хил паалийәтниң 2008 - йили ичидә пүтүн түрк дунясиниң һәрқайси җайлирида елип берилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп өтти. Униңдин кейин дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән илим адәмлири сөз қилди. Уларму сөзидә мәһмут қәшқири язған түркий тиллар дивани намлиқ әсәрниң түркологийә тәтқиқатидики орни үстидә тохтилип, бу әсәрниң түркологийиниң асасини селип бәргәнликини тәкитләп өтти."

Проф. Др. Бәрди сарийев әпәнди мустәқил түркмәнистан җумһурийитидә бундақ бир илмий муһакимә йиғининиң чақирилишиниң әһмийити үстидә тохталди: "Мәһмут қәшқири түркмәнистанда туркологийигә асас салғучи дәп билинәтти. 1958 - Йилидин бери мәһмут қәшқири һәққидә тәтқиқатлар елип берилмақта. Һазирғичә мәһмут қәшқири вә униң әсири "түркий тиллар дивани" һәққидә көп санда илмий мақалә вә китаблар нәшир қилинди. Бурун совет иттипақи мәзгилидә бу тәтқиқатлар елип берилған болса, һазир мустәқил түркмәнистанда дуняниң һәр қайси дөләтлиридин кәлгән 150 билим адими билән җәм болуп мәһмут қәшқири һәққидики тәтқиқатлиримизни оттуриға қоюп олтуруптимиз. Түркмәнләр оғуз қәбилисидин кәлгән болуп, қараханийлар дөлитиниң қурғучилиридин биридур, түркий тиллар дивани бизниңму милли мирасимиздур. Түркмән тилини әдәбиятини, фолклорини тарихини тәтқиқ қилиш үчүн түркий тиллар дивани интайин муһим әһмийәткә игә. Шуңа бу хил илмий муһакимә йиғининиң түркмәнистанда чақирилиши түркмән түркологлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә."

Һөрмәтлик проф. Др. Бәрди сарийев әпәнди сиз һазир ашхабатта йиғин мәйданида туруп биз билән телефонда сөзлишип олтурупсиз ахирида қошуп қоймақчи болған гепиңиз барму? дегән суалимизға җаваб берип мундақ деди: "2008 - Йилида бу хил паалийәтләр давам қилиду. Һазир техи 2 - ай, түркмәнчә бу айниң исми байрақ ейидур. Байрақ ейида бундақ бир паалийәтниң өткүзүлүши биз түркмән түркологларни интайин мәмнун қилди. 2008 - Йили ичидә түрк дунясиниң һәрқайси җайлирида бу хил паалийәтләрниң өткүзүлүшини үмид қилимән. Әң ахирида мәһмут қәшқириниң вәтини шәрқий түркистанда яшаватқан уйғур қериндашлиримға түркмәнистандин салам йоллаймән. Һәммимизниң мәһмут қәшқири йили мубарәк болсун." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.