Турпандики қәдимий шәһәрләр вәйранчилиққа учримақта


2007.04.27

Турпандики ярғол қәдимий шәһири вә идиқут қәдимий шәһири йиллардин буян әтраптики терилғу йәр вә саяһәтчиләрниң көпийиши қатарлиқ түрлүк сәвәбләр түпәйли, зор бузғунчилиққа учриған.

23 ‏- Април күни тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, 2006 ‏- йили, мунасивәтлик орунлар йипәк йолидики нуқтилиқ қоғдашқа тегишлик җайлар дәп бекитилгән турпандики ярғул қәдимий шәһири билән идиқут қәдимий шәһири үчүн 60 милйон йүән мәбләғ селип, уни қоғдап қелишқа тиришқан. Лекин радиомизниң игилишичә, мәзкур қәдимий шәһәрләрниң һазирқи һалити йәнила наһайити бичарә һаләттә икән.

Бир уйғур деһқанниң әйтқанлири

Радиомизниң зияритини қобул қилған турпандики ярғул қәдимий шәһиригә бир километир йирақлиқта яшаватқан бир деһқан мәзкур қәдимий шәһәрниң һәқиқәтән вәйран болуп кәткәнликини тәкитләп, йәрлик һөкүмәтниң техи бу йилдин башлап тузәш қурулушини башлиғанлиқини мәлум қилди.

Тәңритағ тор бетидә берилгән мәлуматтиму, турпандики бу икки қәдимий шәһәрниң йиллардин буян боран – чапқун, шундақла әтраптики терилғу йәр вә сайәһәтчиләрниң күпийишидин зор вәйранчилиққа учриғанлиқи ашкариланған.

Зияритимизни қобул қилған турпан ярғол қәдими шәһири әтрапида яшайдиған бу киши бундин илгири мәзкур қәдимий шәһәрниң әтрапида һәқиқәтән хелила көп терилғу йәрләрниң барлиқини, лекин йеқинқи бир нәччә йилдин буян, мәзкур қәдимий шәһәргә келиватқан саяһәтчиләрниң көпийишигә әгишип, хитай өлкилиридин кәлгән бир қисим кишиләрниң мәзкур қәдимий шәһәрниң әтрапидики терилғу йәрләрни өз ичигә алған җайларни сетивелип, өз алдиға халиғанчә саяһәтчиләр понкитлирини селиватқанлиқини һәмдә йәрлик һөкүмәтниң буниң билән кари болмайватқанлиқини билдүрди.

Хитай йәрлик мәтбуатлирида

Тәңритағ тор бетидә берилгән мәлуматта көрситилишичә,һәр йили ярғол қәдимий шәһирини зиярәт қилғучилар сани 400 миңдин ашидикән. Һәмдә, бу 400 миң саяһәтчиләрниң аз дегәндә 100 миңи шәхсий саяһәтчиләр болуп, улар саяһәт райониниң қанун - түзүмлиригә бойсунмай, нурғун бузғунчилиқларни қилидикән.

Хәвәрдә йәнә, мәзкур қәдимий шәһәрни қоғдап қилиш хизмитидә йолуқуватқан түрлүк мәсилиләр оттуриға қоюлуп " мәйли ярғол қәдимий шәһири болсун, яки идиқут қәдимий шәһири болсун, һәр иккиси хәтәрлик шәһәргә айланған.

Буни пәқәт һәр йили йүз бериватқан боран апәтлиридин көрүшкә болмайду, саяһәтчиләрниң йилдин ‏- йилға көпийиши вә шундақла 50 метир йирақлиқтики бир қисим деһқанчилиқ терилғу йәрлиригә су башлиған өстәңләрниму сәвәбчи дәп қарисақ болиду. Чүнки деһқанчилиққа ишлитилидиған су түпәйли, шәһәр сепили тегидин бошап, өрүлүп чүшүш һадисилирини кәлтүрүп чиқарди. Һазир әтрапи терилғу йәр билән қоршалған идиқут қәдимий шәһириниң тамлириму көп йәрдин йерилип, һәтта өрүлүп кәтти" дәп көрситилгән.

Турпандики бир хитай пуқраниң әйтқанлири

Радиомизниң зияритини қобул қилған турпан районидики бир хитай пуқра өзиниң мәзкур қәдимий шәһәрләргә көп қетим барғанлиқини сөзләп келип" һәр йили 5 ‏- айдин башлап 10 ‏- айға қәдәр бу икки қәдимий шәһәрни зиярәт қилидиған саяһәтчиләр бәкла көп, пәқәт бу икки җайла әмәс, турпандики карз, янартағ вә башқа җайларға берип зиярәт қилидиғанларму бәк тола. Һөкүмәт пәқәт пул тепишнила билиду, асарә ‏- әтиқиләрни асрашқа дегәндәк көңүл бөлмәйватиду" дәп әһвалларни билдүрди.

Турпан қәдимий ядикарлиқларни қоғдаш идарисиниң башлиқи җу хәйсиңниң билдүрүшичә, әгәр ярғол қәдимий шәһири билән идиқут қәдимий шәһириниң һазирқи бу һалити тездин өзгәртилмәйдикән, 20 йилға қалмай, бу җайлар пүтүнләй топиға айлинидикән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.