Турпанда, от апитидә зор зиянға учриғучи амма һөкүмәткә наразилиқ билдүрди


2007.11.01

TurpanOt-apet1-200.jpg
Җоң шин тор бети, www.news.xmnext.com, Ниң 2007 - йили 3 - өкәбир хәвиригә қариғанда, уйғур ели турпан шәһириниң йеңи тәрәқият сода сарийиға от кетип, бир кичик бала өлгән, 25 дукан вә рәстуранлар көйүп кәткән. Сүрәт, www.news.xmnext.com Бәтидин кесип елинди. Photo: www.news.xmnext.com snap shot.

Турпандики аммидин игилишимизчә вә йәнә радиомизға кәлгән инкасларға асасланғанда , 11 - айниң 1 - күни чүштин бурун турпан шәһәр мәркизигә җайлашқан , йеңи тәрәққият сода сарийи алдида тәхминән йүзлигән амма наразилиқ йиғилиши елип барған . Чүштин кейин бир йерим әтрапида мәзкур намайиш һәрикити сақчилар тәрипидин бесиқтурулуп, икки нәпәр уйғур тутуп кетилгән.

Вәқәниң арқа көрүнүши

Игилишимизчә, 1 - ноябир пәйшәнбә күни турпан шәһәр мәркизигә җайлашқан әң ават сода сарай һесаблинидиған йеңи тәрәққият сода сарийи алдиға йиғилған , асаслиқи уйғур тиҗарәтчиләрдин тәркип тапқан намайишчи амма, бир нәччә саәткичә топлишип һөкүмәткә наразилиқ билдүргән.

Гәрчә турпан аммисиниң бу наразилиқ һәрикити тенич йол билән давам қилған болсиму , йәнила узунға қалмай һөкүмәт даирилири һәмдә сақчилар тәрипидин тарқитиветилгән һәм бу җәрянда икки нәпәр киши тутуп кетилгән . Толуқ болмиған мәлуматларға асасланғанда тутуп кетилгәнләрниң бири аял икән.

Мәзкур наразилиқ һәрикитигә шаһид болғучи амминиң билдүрүшичә, бу наразилиқ һәрикитигә қатнашқучилар сәккиз йүздин көпрәк болуп ,улар асасән , 3 - өктәбир йеңи тәрәққият сода сарийиға от кетиш вәқәсидә дуканлири көйүп ,зор иқтисадий зиян тартқан ушшақ тиҗарәтчи һәм содигәр уйғурлар икән. Улар һөкүмәтниң вәдисидә турмиғанлиқи , һазирғичә уйғур тиҗарәтчиләрниң қайта тиҗарәт башлиши үчүн шараит яритип бәрмигәнликидин нарази болған һәм мунасивәтлик орунларниң тез арида зиянға учриған тиҗарәтчи амминиң турмуш қамдиши үчүн сода қилидиған орун көрситип беришини тәләп қилған.

Бу наразилиқ йиғилишидики амминиң инкаслири күчлүк болған.

Турпан шәһирини ис-түтәк қаплиди

Мәзкур наразилиқ һәрикитиниң сәвәбини сүрүштүрүп кәлгәндә , буниңдин бир ай илгири йүз бәргән йәни -3 өктәбирдики турпанни ис түтәккә қаплиған йеңи тәрәққият сода сарийиға от кетиш вәқәсини әсләп өтүшкә тоғра келиду .

Турпан шәһиридики амма шәһәрдики һәммидин ават базар һесабланған йеңи тәрәққият сода сарийида таза роза һейтлиқ содилиқини қиливатқан пәйтләрдә,йәни 3 - өктәбир чүштин бурун саәт 10 йеримларда , бу сода сарайда туюқсиз туташқан от апити түпәйли гаңгирашта һәр тәрәпләргә қачти . Ис-түтәк турпан шәһирини бир алди , сода сарайда он миңға йеқин киши бар иди , от апити юз бәргәндин кейин , өт өчүрүш әтритидикиләр , сақчи даирилири йетип келип отни өчүргичә арилиқта икки йерим саәт кәтти ,гәрчә бу ғайәт зор от апитидә ,от өчүрүшкә нәччә миң амма тәң қатнашқан болсиму , вәқәдә йәнила бир кичик бала қаза қилди, 25 магизин вә ашханилар көйүп күлгә айланди .

Һазирғичә турпандики мунасивәтлик даириләр бу от кетиш вәқәсиниң сәвәбини ашкарилимиди . Сода сарайдики аммидин игилишимизчә . Бу сода сарийида дукан ачидиғанларниң %90 тин көпрәки уйғур болуп , шуңа херидарлириму асасән йәнила уйғур аммиси икән . Гәрчә һөкүмәт ахбаратлирида мәзкур от апитидә бир кичик балиниң қаза қилғанлиқи қәйт қилинған болсиму , әмма турпандики кишиләрниң билдүрүшичә , вәқәдә 4 адәм өлүп , 10 милйон йүәнгә йеқин мал - мүлүк зиянға учриған икән .

От өчкән болсиму, хәлқниң ғәзәп оти өчмиди

Мәзкур от кетиш вәқәсидә дукини һәм ашханилири көйүп кәткән содигәрләр һазирға қәдәр һечқандақ төләмгә еришәлмигәндин сирт, һөкүмәт орунлири уларға тез арида вақитлиқ сода башлайдиғанға қайта орун көрситип беридиғанға вәдә қилған болсиму , бир айға қәдәр һәл қилмиған. Дуканлири көйүп зор иқтисади зиян тартқандин башқа бир айғичә тирикчилик йолини қилалмиған тиҗарәтчиләр бирлишип бүгүн мушу йолда һөкүмәткә наразилиқ билдүргән икән.

Биз мәзкур наразилиқ һәрикити һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн турпандики йеңи тәрәққият сода сарай җайлашқан райондики сақчи понкитиға телефон қилдуқ ,гәрчә телефонни алған уйғур сақчи мәзкур вәқәниң намайиш икәнликини инкар қилған болсиму , шундақ наразилиқ һәрикити болғанлиқини билдүрди.

Биз турпанда йүз бәргән мәзкур наразилиқ йиғилиши тоғрисида, аңлиғучилиримизға кейинки программилиримизда йәниму тәпсилий мәлуматлар йәткүзүшкә тиришимиз. Шундақла мәзкур вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң биз билән алақилишип учур йәткүзүшигә муһтаҗмиз. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.