Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
2007.11.02
Алдинқи қетимлиқ аңлитишимизда хәвәр бәргинимиздәк, 11 - айниң1 - күни турпан шәһәр мәркизигә җайлашқан, йеңи тәрәққият сода сарийи алдида уйғур содигәрләр һөкүмәткә наразилиқ йиғилиши елип барған. Игилишимизчә, мәзкур наразилиқ һәрикити, турпан йеңи тәрәққият сода сарийиға от кетиш вәқәси билән мунасивәтлик болуп, 3 - өктәбир йүз бәргән бу от кетиш вәқәсидин кейин дуканлири көйгән һәм етилип қалған нәччә йүзлигән уйғур содигәр, мунасивәтлик органларниң бир айға қәдәр қайта тиҗарәт орни көрситип бәрмигәнликигә наразилиқ билдүрүп бу йиғилишни тәшкиллигән икән. Гәрчә мәзкур вәқә хитай мәтбуат йүзигә чиқмиған болсиму, йәнила уйғурлар арисида ғулғула қозғимақта. Биз турпан вилайити һәм турпан шәһәрлик мунасивәтлик органлардин мәзкур наразилиқ һәрикитиниң сәвәб - нәтиҗилири тоғрисида тәпсилий мәлуматларға еришишкә тириштуқ.
Мәзкур наразилиқ һәрикитигә миңға йеқин уйғур вә бәзи аз сандики хитай содигәрләр қатнашқан
1 - Ноябир турпандики уйғур содигәрләрниң наразилиқ йиғилишиға шаһид болғучилардин игилишимизчә, мәзкур наразилиқ һәрикитигә миңға йеқин уйғур вә бәзи аз сандики хитай содигәр қатнашқан болуп, улар пәқәт ават базар болуп кәлгән, турпан тәрәққият сода бинаси йәни бир ай илгири чоң от апити йүз бәргән сода сарийиниң алдиға йиғилишип һөкүмәт һәмдә мунасивәтлик даириләрниң җавабини күтүп турушқан. Бу җәрянда һечқандақ қалаймиқанчилиқ чиқмиған. Әмма сақчи машинилири бирәр саәтـкә қалмай йетип кәлгән.
Авазини радиода аңлитишини халимиған бир турпанлиқ кишиниң билдүрүшичә, йеңи тәрәққият сода сарийиға тутишидиған һәр бир коча сақчи машинилири билән қамал қилинғандин башқа, намайиш мәйдани пүтүнләй қоршавға елинған. Андин турпан вилайәт һәм шәһәрниң мунасивәтлик бәзи кадирлири келип наразилиқ билдүргүчиләргә хизмәт ишләп, һөкүмәтниң чоқум вәдисидә туруп тез арида уйғур содигәрләрниң қайта сода башлиши үчүн орун беридиғанлиқини һөддә қилип намайишчиларни тарқатқан.
Йәнә бәзиләрниң билдүрүшичә, 3 - өктәбир сода сарайға от кәткәндин кейин, мәзкур базар пүтүнләй тақалған болуп, һөкүмәт даирилири шу чағда барлиқ дукандарларниң тездин қайта содисини башлиши үчүн башқа җайдин орун көрситип беридиғанға һөддә қилған болсиму, бир айғичә әмәлийләшмигән. Бу сода сарайдики тиҗарәтчиләрниң асаслиқ қисми уйғур болуп, дуканлар тарқалғандин кейин аз сандики хитайлар башқа җайлардин дукан ечип тиҗаритини қайта башлиған. Әмма уйғур содигәрләр бир айға қәдәр тапавәтсиз қалған. Шу сәвәбтин улғайған наразилиқ ахири намайишқа айланған икән.
Толуқ болмиған мәлуматларға асасланғанда һазирғичә икки нәпәр уйғурниң сақчилар тәрипидин елип кетилгәнлики мәлум.
Зиян еғир болған
Хитай һөкүмәт ахбаратлирида, турпан шәһиридики ават базар һесабланған йеңи тәрәққият сода сарийида -3 өктәбир йүз бәргән зор от апитидә бир кичик балиниң қаза қилғанлиқи, 25 магизин вә ашханиларниң көйүп күлгә айланғанлиқи хәвәр қилинған иди. Әмма шу вәқәгә мунасивәтлик болған 1 - ноябир наразилиқ һәрикити һәққидә хитай мәтбуат йүзидә һечқандақ мәлумат берилмиди.
Алдинқи аңлитишимизда турпандики сақчи даирилири бу вәқәни гәрчә намайиш демигән болсиму, амминиң һөкүмәткә қарши шундақ наразилиқ һәрикити болғанлиқини инкар қилмиған иди. Биз мәзкур наразилиқ һәрикитиниң қандақ һәл болғанлиқи һәмдә тутуп кетилгәнләрниң әһвалини игиләш үчүн турпандики мунасивәтлик даириләр билән алақилишишқа урунуп көрдуқ. Дәсләп турпан вилайәтлик сақчи идарисиниң җинайи ишлар ишханисиға телефон улидуқ. Телефонни алған хитай сақчидин тутуп кетилгәнләрниң әһвалини сориғинимизда, у "биз бу вәқәдә адәм тутмидуқ, хата аңлапсиләр. Башқисини башлиқлардин сораң" деди.
Биз йәнә турпан шәһәрлик хәлқ ишлири идарисиға телефон қилдуқ, мунасивәтлик бир кадир вәқәдин хәвири йоқлуқини билдүрди. Биз йәнә турпан вилайәтлик мәһкимә ишханисиға телефон қилдуқ. Бу уйғур кадирниң ейтқини буйичә, турпан вилайәтлик хәлқ һөкүмити әрзийәт ишханиси кадириға телефон улиған болсақму, у соаллиримизға җаваб беришни қопаллиқ билән рәт қилди:
Хитай даирилири вәқәлик һәм униң сәвәб - нәтиҗилирини әзәлдин мәхпий тутуп кәлмәктә
Мәлум болғинидәк, гәрчә уйғур елидә мушуниңға охшаш хәлқниң һөкүмәткә қарита наразилиқ һәрикәтлири йүз берип турсиму, хитай даирилири хәлқниң бу хил һәққаний һәрикәтлирини җиддий һәм қаттиқ түрдә бастурғандин башқа һәр қандақ йолда елип берилған вәқәлик һәм униң сәвәб- нәтиҗилирини әзәлдин мәхпий тутуп кәлмәктә.
Нөвәттә радиомиз арқилиқ, турпанда йүз бәргән хәлқ наразилиқ һәрикитидин хәвәр тапқан чәтәлләрдики уйғурлар арисида мәзкүр вәқә һәққидә түрлүк мулаһизиләр пәйда болмақта. Болупму мәзкур вәқәниң арқа көрүнуши болған турпандики уйғур содигәрләр топлашқан базарға от кетиш вәқәсиниң һазирға қәдәр ениқлимиғанлиқи һәққидиму түрлүк гуманлар пәйда болмақта. Буниң алдида йүз бәргән атуш базириниң көйүп күлгә айлинип уйғур содигәрлириниң вәйран қилиниши билән башланған вә қирғизистандики уйғур сода базири болған турбазада арқа- арқидин йүз бәргән сирлиқ от апәтлириниң һәммисидә зиян тартқан вәйран қилинғанлар уйғур содигәрлири иди. Бу қетим турпандики тәрәққият сода сарийида йүз бәргән от апитидиму уйғур содигәрлириниң бивастә зиянға учриғучилар ролини еливатқанлиқи, пүтүнләй уйғур содигәрләрниң дуканлириниң көйүп он милйон йүән әтрапида зиянға учриғанлиқи шундақла һазирға қәдәр һөкүмәт тәрәпниң мәзкур от кетиш вәқәсиниң сәвәбини ениқлимиғанлиқи уйғурларда буму уйғурларниң иқтисадий күчини вәйран қилиш характерини алған қәстән от қоюш вәқәсиму қандақ ? дегән соалларни пәйда қилмақта.
Турпандики уйғур содигәрлириниң өз мәнпәәтини қоғдаш үчүн наразилиқ һәрикити елип барғанлиқидин хәвәр тапқан уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим мәзкур вәқәгә қарита өз баһасини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар қандақ башқуруливатиду? --- бир " нәмуничи" ниң ейтқанлири
- Турпанда, от апитидә зор зиянға учриғучи амма һөкүмәткә наразилиқ билдүрди
- Турпанда уйғур тиҗарәтчиләр намайиш қилди
- Бир уйғурниң рабийә ханим вә хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи һәққидики көз қарашлири
- Уйғур ели билән сибирийә арисидики мунасивәтләр қоюқлашмақта
- Уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқиға зади немә тәһдит селиватиду ?
- Ваң лечүән, муқимсизлиқ уйғур елидә йәнила җиддий мәсилә, деди
- Хитай хәлқара мәсилиләрдә адил мәйданда туруш лаяқитигә игиму?
- Франкфорт шәһиридә өткүзүлгән "уйғур мәдәнийәт һәптилики" вә уйғурлар намайиши