Турпандики намайиш йәнә давамлашмақта


2007.11.26

TurpanOt-apet-150.jpg
Җоң шин тор бети, www.news.xmnext.com, Ниң 2007 - йили 3 - өкәбир хәвиригә қариғанда, уйғур ели турпан шәһириниң йеңи тәрәқият сода сарийиға от кетип, бир кичик бала өлгән, 25 дукан вә рәстуранлар көйүп кәткән. Сүрәт, www.news.xmnext.com Бәтидин кесип елинди. Photo: www.news.xmnext.com snap shot

Бу йил 11 ‏- айниң 17 ‏- вә 19 ‏- күнлири, турпан шәһиридики тиҗарәтчиләр наразилиқ намайиш өткүзди. Бу,турпандики тиҗарәтчиләр мушу ай ичидә өткүзгән 2 ‏- вә 3 ‏- қетимлиқ намайиш болуп, 1 ‏- қетимлиқи 11 ‏- айниң 1 ‏- күни өткүзүлгән. Намайишчиларниң наразилиқи 3 ‏- өктәбир күни йүз бәргән от кетиш вәқәсигә мунасивәтлик болуп, һөкүмәт тәрәп өзиниң зиянни қисмән төләп бериш вә йеңи орун көрситип бериш вәдисини һазирға қәдәр орунлимиған.

Намайишчиларға һәм алдаш һәм тәһдит позитсийиси тутулған

Намайишниң нәқ мәйдан аваз хатирисидин мәлум болушичә, намайиш тенч шәкилдә давам қилған, әмма һөкүмәт тәрәп бир тәрәптин, вәдисини йеңилап, намайишчиларни алдаш позитсийисини тутса, йәнә бир тәрәптин нәқ мәйданға көп санда сақчи қисимлири; һәтта бир һәрбий аптомобил әвәтип, намайишчиларға тәһдит салған.

Биз намайишта намайишчиларниң қандақ тәләпләрни оттуриға қойғанлиқи вә һөкүмәтниң қандақ җаваб бәргәнликини игиләш үчүн, турпан шәһәрлик партком тәшвиқат бөлүмигә телефон қилғинимизда, тәшвиқат бөлүминиң бир хадими, дәсләп намайиш йүз бәргәнликини инкар қилди.

Тәшвиқат кадири, намайиш йүз бәргәнликини етирап қилди

Биз қолимизда нәқ мәйдан аваз хатириси барлиқини билдүргәндин кейин, мәзкур хадим от кетиш вәқәсигә аит хәвәрләрни тарқитишниң чәкләнгәнликини етирап қилди вә тәпсилий мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

1 ‏- Ноябирдики намайишқа 800 гә йеқин киши қетилғанлиқи мәлум болған иди, бу қетимқи намайишқа қанчилик киши қетилғанлиқи мәлум әмәс ; әмма намайишниң нәқ мәйдан аваз хатирисидин мәлум болушичә, намайишчилар қошуниниң қатнашқа тосалғу болғанлиқи мәлум ; бу әһвалдин намайишчилар саниниң аз дегәндә икки-үч йүз киши икәнликини тәхмин қилиш мумкин.

Биринчи қетимлиқ намайишта икки кишиниң қолға елинғанлиқи мәлум болған, бу қетимқисида, қолға елинғанларниң бар ‏- йоқлуқини игиләш үчүн турпан җамаәт хәвпсизлики идарисиға телефон қилғинимизда, сақчи идариси өзлириниң мухбир зияритини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрүп җаваб беришни рәт қилди.

Сақчи башлиғи: " биз мухбирниң зияритини қобул қилмаймиз"

Алдимиздики икки ай ичидә, хитайда әң базар тапқан китаб " хитай язғучиси суң хуңбиң тәрипидин йезилған " пуллар уруши" дегән китабтур, китабта дунядики милләтләр ара тоқунушниң пул тоқунуши икәнлики, хитай миллитиниң дуняви риқабәттә иқтисадий күчкә тайинипла, ғалип чиқалайдиғанлиқи көрситилгән. Хитай миллитиниң иқтисадий еңини күчәйтиш үчүн бу хил тиришчанлиқ көрситиватқан хитай һөкүмитиниң уйғур тиҗарәтчилириниң зиянға учриған иқтисадий мәнпәәтигә бипәрва қариши, уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханимниң төвәндики сөзлириниң қиммитини испатлимақта.

Рабийә қадир ханимниң пикричә, "уйғурларниң сиясий тәқдири һәл болмай туруп, уйғур тиҗарәтчиләрниң мал-дунясиға от кетиш һадисисидин сақлинип болғили болмайду; уйғурларниң миллий дөлити қурулмай туруп миллий мәнпәәти капаләткә игә болалмайду." (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.