Қазақистан тутқун қиливатқан уйғур паалийәтчилири көпәймәктә


2007.05.29

Радиомиз игилигән мәлуматларға асасланғанда, 2006 - йилидин буян қазақистанда қазақ сақчилири тутқун қилған уйғур яшлириниң сани 6 дин ашиду.

Буларниң ичидә, 2006 - йили 3 - айниң 9 - күни тутқун қилинған йүсүп қадир тохти, абдуқадир сидиқ вә шу йили 6 - айниң 15 - күни қолға елинған ярмәмәт садиқ вә 2007 - йили февралда тутқун қилинған рәһмәтҗан әхмәт қатарлиқлар бар.

Бу яшлардин йүсүп қадир тохти, абдуқадир сидиқ вә рәһмәтҗан әхмәт қатарлиқлар қолға елинип узунға қалмай хитайға өткүзүп берилгән. Лекин, бәзи бирәсмий мәлуматларға қариғанда, ярмәмәт садиқ техичә қазақ түрмисидә солақта икән.

Улар қазақ түрмисидә хитай сақчилири тәрипидин қийин ‏- қистаққа елинған

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати мәзкур яшларниң әһвали һәққидә ахбарат елан қилған вә 2007 - йиллиқ доклатиниң қазақситан қисмида, йүсүп қадир тохти вә абдуқадир сидиқларниң тутқун қилиниши, қазақ түрмисидә хитай сақчилири тәрипидин қийин ‏- қистаққа елиниши вә кийин хитайға мәҗбурий елип кетилип, алақә бағлаш мумкинчилики йоқ бир түрмигә ташланғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән иди.

Қазақистанда тутулған яшларниң қолға елиниш әһвалдин хәвәрдар бир уйғур яшниң дәлиллишичә, уларни қолға алғандин кийин бир мәзгил қазақ түрмисигә қамап хитай сақчилири қаттиқ сорақ қилған, еғир қийин‏- қистаққа алған вә тән җазаси бәргән.

Уларни қазақистанда мәлум мәзгил тутуп турғандин кийин хитайға өткүзүп бәргән. Кейин бу яшларниң уруқ туққанлири қазақистанда турушлуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң иш беҗириш орни арқилиқ қазақ түрмисидики туққанлириниң дерикини алған болсиму, лекин нәтиҗә чиқмиған.

Һазир қазақ түрмисидә болуш мумкинлики тәхмин етилгән ярмәмәт садиқ 2006 - йили 6 - айниң 15 күни "миллий бөлгүнчилик" җинайити билән қазақистанда қолға елинған.

Қазақ сақчилири ярмәмәт садиққа "өйүңдин қорал чиқти" дәп төһмәт чаплиған вә түрмигә қамиған. Түрмигә киргәндин кийин хитай сақчилири сорақ қилған вә қаттиқ қийниған.

"Бу хитай закас қилған бала"

Униңдин башқа,2007 - йил 2 - айда қазақ сақчилири рәһмәтҗанни туюқсиз тутқун қилип түрмигә ташлиғандин кийин хитайға өткүзүп бәргән. Хитай сақчи тәрәпниң рәһмәтҗанниң аилә- тавабиатлириға билдүргәнлиригә қариғанда у "миллий бөлгүнчилик һәрикәтлири" гә четишлиқ дәп қолға елинған икән.

Биз сөһбәтләшкән уйғур яшниң ейтишичә, рәхмәтҗанниң уруқ-туққанлири уни қутқузуш үчүн пул хәҗләш йоллирини излигән болсиму қазақ сақчилири: "бу хитай закас қилған бала. Аварә болма. Хитай билән тәң келәлмәйсән" дәп қайтурувәткән.

Рәһмәтҗан әхмәт әслидә 1995 - йилдин буян қазақистанда сода - тиҗарәт билән һаят көчүрүватқан болуп, оқити ронақ тапқан болғачқа хели нопузлуқ байлардин болуп қалған. Игилишимизчә, рәһмәтҗан тутқун қилинип узун өтмәй униң қазақистандики уруқ-туғқанлири уни қутулдуруп чиқиш үчүн коп һәрикәт қилған болсиму нәтиҗә қазиналмиған.

Тутқундики яшларниң хотун - балилири бесим ичидә

Бу бир түркүм тутқундики яшларниң хотун-балилири һазир қазақистанда яшаватқан болуп, уларниң турмуши еғир бесим ичидә өтмәктә икән.

Мәлум болушичә, бу мәзлумлар йолдашлириниң из - деригини қилиш йолида һәрхил хорлуқларға, тәңсизликкә вә қазақ сақчилириниң һақарәт қилишиға учриған.

Һазирчә қазақистанда қолға елинған уйғур яшлириниң хитайға елип кетилгәндин кейинки әһвали һәққидә йетәрлик мәлуматқа игә әмәсмиз. Әмма, улар үрүмчидики бир түрмигә соланған икән. Биз сөһбәтләшкән уйғур яшниң ейтишичә, һәтта уларниң ата-анисиму балилириниң из - дерикини алалмиған.

Бу уйғур яшниң ейтқанлиридин мәлум болушичә, һазир хитай сақчилири қазақистанда кәң көләмлик тутқун қилиш ишини башлиған болуп, һазирчә улар қазақистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан 30 нәпәр уйғур яшни мәхпий тутуш буйруқи елан қилған вә сүрәтлирини тәйярлиған.

Униңдин башқа, һазир қазақистанда яшаватқан уйғур елидин кәлгән содигәрләрниң бихәтәрлики капаләткә игә әмәс болуп, улар даим вәһимә ичидә яшайдикән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.