Хәлқ вәкиллири бейҗиңгә кәлгәндә, һөкүмәт сақчилири хәлқни тутқун қилған
2005.03.01
Бейҗиңдә ечилған икки чоң йиғин һәққидә, һазир америкиниң нйо-йорк шәһридә туриватқан хитай мәсилилири бойичә сияси мулаһизичи лин бавхуа әпәнди мундақ деди:
- Бу икки чоң йиғин "хәлқ вәкиллири" мәмликәтниң һәр қайси җайлиридин бейҗиңгә келип ачқан йиғин, бу вәкилләр мәзкәзгә һәр қайси җайларниң әһвалини, болупму хәлқниң дәр - әһвалини инкас қилип, сақланған мәсилиләрни һәл қилили келиду. Әмма шундақ қилидиған икки чоң йиғин ечилиған мәзгилдә, хитай һөкүмитиниң сақчилири бейҗиңгә башқа өлкиләрдин дәрт ейтип кәлгән, өзлириниң тәңсизликкә, адаләтсизликкә учриған әмәлий әһвалини инкас қилғили кәлгән хәлқни тутқун қилған. Әсли қаидә бойичә болса, мәзкизи һөкүмәтниң рәһбәрлири дәрт ейтип кәлгән хәлқниң алдиға өзлири чиқип, уларниң дәрдини аңлап беқиши лазим иди. Қәдәмки заманлардики феодал сулалиларниң падишаһлиириму шундақ қилалайтти. Әмма коммунист партийә "хәлқ вәкиллири" бейҗиңгә кәлсила хәлқни тутқун қилиду, бу қетим хәлқни техиму көпләп тутқан. Хәлқниң вәкили кәлсә хәлқни тутқин қилидиған бу қандақ мәнтиқә! гезитларда әйтилишичә, хәлқни тутқин қилидиған ишқа рәсми сақчилардин башқа йәнә "аманлиқни сақлаш" дәп атилидиған бәлгә есивалған 250 миң "сақчи"ниму сәпәрвәр қилған. Бу һәқиқәтәнму кишини ғәзәпләндүридиған һәрикәт. Буни қандақму хәлқниң дөлити, хәлқниң һөкүмити, хәлққә вәкиллик қилиду, дегили болсун?
Хәлқ қурултийиниң йиғини ху җинтав тәстиқлиған лайиһиләрни мақуллап аяғлашқан
Шинхуа агентлиқи 2 - айниң 28 - күни хәвәр қилишичә, 10 - нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 14 - қетимлиқ йиғини бейҗиңгә кәлгән 2988 нәпәр хәлқ вәкили рәис хуҗинтав тәстиқлиған "җоңхуа хәлқ җумһурийитиниң җинайи ишлар қануниға түзүтүш киргүзүш лайиһиси", "қайта пайдилинидиған енергийә қануни" қатарлиқ лайиһиләрдә аваз бериш билән аяғлашқан. Рәис ву баңго бу йиғинни интайин муһим йиғин, бу йиғин һәм дөләтниң парчилинишиға қарши туруш қанун лайиһисиниму әстәйидиллиқ билән қарап чиқти, дегән.
Хәлқ вәкиллири бейҗиңгә кәлгәндә, һөкүмәт сақчилири хәлқни тутқун қилған
Франсийә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, йилда бир қетим ечилип туридиған икки чоң йиғин бу йил башланған һаман, һөкүмәт сақчилири бейҗиңгә дәрт ейтқили кәлгән хәлқтин аз дегәндә 440 адәмни тутқун қилған. Аз дегәндә 100 адәмни қаттиқ урған. Сақчи аптомобиллири кочиларни кечә - күндүз айлинип йүргән.
Шинхуа агентлиқи арқилиқ ениқлинишичә, һөкүмәт бу икки йиғин мәзгилкидә 650 миң кишилик "пидаи қисим" сәпәрвәр қилған. Һөкүмәт бултур мушу күнләрдә 12 миң тор бетини тақивәткән иди. Бу қетим интернетни 24 саәт көзитип, әркин пикирләрниң чиқишини тосқан. Сияси кеңәш йиғиниму өзиниң хизмәт түзүмини мақуллап аяғлашқан
"Хәлқ гезити" ниң хәвәр қилишичә, 10 - нөвәтлик мәмликәтлик сияси кеңәшниң 8 - қетимлиқ йиғиниму мушу күндә аяғлашқан. Рәис җа чиңлинниң ейтишичә, бу йиғинда йәнә сияси кеңәшниң низамнамисини йүрүшләштүридиған хизмәт түзүми һәққидә қарар мақулланған. Бу кеңәшниң қаримиқидики "партийисиз демократик затлар" дегән намни "партийсиз затлар" дәп өзгәртиш, "тарихий әсәрләр комитети" дегән намни "тарихий әсәрләрни үгүнүш комитети" дәп өзгәртиш қарар қилинған.
Хәлқ бейҗиңгә келип дәрдини ейтип болғичә тутулуп кәткән
"Улуғ ира гезити" ниң хәвәр қилишичә, буйил "хәлқ вәкиллири" бейҗиңгә йиғинға кәлгәндә, коммунист һөкүмити йеңичә тәдбир қоллинип, дәрт әйқили кәлгән хәлқни кәң көләмдә тутқин қилған. "Хәлқ вәкиллири" өлтурған машинилар кочидин өткәндә, сақчилархәлқни уларға йеқинлашмай айлиниң өтүшкә мәҗбурлиған. Бу мақалида йәнә бирмунчә рәсимлик хәвәр бар. Рәсмиләрдә чирайини ғәм вә дәрт әләм қаплиған чоканлар, йиғлаватқан анилар, беши қатқан бовайлар бар. Хәвәрдә әйтилишичә, дәрт әйқили кәлгән бу кишиләр һөкүмәт орниға берип өзиниң дәрдини әйтип болғичә сақчилар тәрипидин тутқин қилинип кәткән. (Вәли)