Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими, хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин тутуп кетилди


2005.05.11
rabiya-sidiq-200.jpg
17-Март рабийә қадир ханим вашингтонға йетип келип, аилиси билән җәм болған иди.

Хитай бихәтәрлик тармақлири 10 -май күни "әқидә һәссидарлиқ сода ширкити" ниң дериктори 34 яшлиқ айшәмгүл ханим билән мәзкур ширкәтниң баш катипи 25 яшлиқ рози мәмәт әпәндини сәвәбсизла тутуп кәткән.

Биз бу вәқәдин хәвәр тапқандин кейин, уларниң немә үчүн тутуп кетилгәнликини сүрүштә қилип, рабийә қадир сода сарийи әтирапидики җәнубий қовуқ сақчи понкити вә иттипақ йоли сақчи понкитлириға телефон урдуқ.

Әркин асия радиосидин телефон уруватқанлиқимиздин хәвәр тапқан хитай сақчи хадимлири, бизниң суаллиримизға җаваб берәлмәйдиғанлиқини, бизниң үрүмчигә келип, сақчи понкитиниң башлиқи билән алақә қилишимизни ейтип суалимизни қопаллиқ билән җавабсиз қойди.

Тутуп кетилгән айшәмгүл: мән немә гунаһ қилдим?

Биз нәқ мәйданда вәқәни көргүчи шаһитлардин бирини тепип, униңдин һәқиқий әһвални игилидуқ. Бирақ униң бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, униң билән өткүзгән сөһбитимизни һазирчә аңлатмаслиққа қарар бәрдуқ.

Шаһитниң ейтип беришичә "әқидә һәссидарлиқ сода ширкити" ниң дериктори айшәмгүл, саәт 1 әтирапида сақчилар тәрипидин наһайити қопаллиқ билән елип кетилгән. Хитай сақчиси әмдила 7 айлиқ балиниң аниси болған гунаһсиз айшәмгүлни "мән немә гунаһ қилдим, немә үчүн мени елип маңисиләр" дегинигә қаримай чечидин тутқан пети машиниға сөрәп елип чиқип кәткән. Мәлум болушичә, уларни тутуп кәткән орун аптонум районлуқ дөләт бихәтәрлик назарити икән.

Биз, мәзкур йип учиға асасән, аптонум районлуқ дөләт бихәтәрлик назаритиниң нөвәтчи хадимиға, алди билән әркин асия радиосиниң мухбири икәнликимизни билдүрүп, немә үчүн айшәмгүл билән рози мәмәтни тутуп кәткәнликини соридуқ.

Бу хадим "сиз бу иштин қайси йол арқилиқ хәвәр таптиңиз? сизгә вәқәни ким ейтип бәрди. Рабийә қадирниң аилисидикиләрму яки нәқ мәйданни көргүчиләрму? сизниң исмиңиз немә ? дегәнгә охшаш бир қатар суалларни сориғандин кейин, өзиниң вәқәдин толуқ хәвәрдар әмәс икәнликини, бир күндин кейин қайта телефон урушимизни ейитти вә бу һәқтә қанаәтләнгидәк бир җаваб бәрмиди.

Пуқраларниң һоқуқи үчүн сөзлигән рози мәмәт әпәндиму тутулған

Нәқ мәйданни көргүчи шаһитниң билдүрүшичә, ширкәтниң баш катипи рози мәмәт, айшәмгүлниң қолға елиниш сәвәбини җамаәт хәвпсизлик идарисидин сүрүштә қилған вә " җоңхуа хәлиқ җумһурйитиниң қанунида, пуқраларниң һоқуқи ениқ бекитилгән, силәр айшәмгүлни тутуп кетиш сәвәбиңларни бизгә чүшәндүрүшиңлар керәк, силәрниң бу һәрикитиңлар ширкитимиздә қалаймиқанчилиқ чиқирвәтти" дигәнгә охшаш сөзләр билән өз наразилиқини билдүргән.

Саәт 3 ләрдә, икки хитай сақчиси вә бир уйғур сақчиси ширкәткә келип, рози мәмәттинму сорашқа тегишлик мәсилә барлиқини ейтип, дәрһал өзлирини билән биллә келишни буйруп, униму елип кәткән.

Сидиқ һаҗи аилисиниң күчлүк наразилиқи

Бу вәқә техи йеңила әркинликкә чиққан, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, қәһриман уйғур аниси рабийә қадир ханимниң вә униң һәмрийи сидиқ һаҗи рози әпәндиниң күчлүк наразилиқини қозғиди.

Сидиқ һаҗи рози әпәнди, бу икки яшниң тутуп кетилгәнлик хәвирини, америкидики мунасивәтлик орунларға мәлум қилғанлиқини ейтти. Рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң дәрһал айшәмгүлни вә рози мәмәтни, һәтта пүтүн уйғур сиясий мәһбусларни қоюп беришини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.