Тува җумһурийити уйғур ели билән мунасивәт орнитишқа қизиқмақта
2005.09.12
Русийә мәтбуатлиридики учурлардин мәлум болушичә, уйғур елиниң шималий чегрилири әтрапиға җайлашқан русийә федератсийисигә тәвә түркий җумһурийәтләр уйғур ели билән бивастә иқтисадий вә мәдәнийәт алақилири орнитишқа қизиқмақта.
Тувалар уйғур ели билән иқтисадий алақилар орнитишни пиланлимақта
Йеқинда өткүзүлгән үрүмчи сода йәрмәнкиси йиғиниға русийиниң сибирийә федерал райониниң вәкиллириму иштирак қилған болуп, уларниң тәркибидә сибирийидики бир қисим җумһурийәтләр вә губернийиләрниң юқири дәриҗилик вәкиллириму бар икән.
Уйғур елиниң алтай вилайитиниң шималиға тоғра келидиған тува җумһурийитиниң вәкилиму бу өмәк тәркибидә бар болуп, тува җумһурийитиниң дөләтлик хәвр агентлиқи " тува –онлайин"ниң 8-сентәбирдики санида тува журналисти дина оюнниң " тува шинҗаң уйғур аптоном райони билән бивастә мунасивәт орнитиду" дегән темида бир парчә мақалиси елан қилинди.
Мәзкур мақалидин мәлум болушичә, үрүмчигә берип кәлгән тува җумһурийәт һөкүмитиниң муавин башлиқи александир брокерт өзиниң үрүмчи сәпири һәққидә сибирийә федерал райониниң йиғинида қилған доклатида тува җумһурийитиниң бу йил 10-айда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт билән бивастә алақә орнитип, бир қатар келишимләрни түзидиғанлиқини елан қилған.
Тува һөкүмитиниң муавин башлиқи александир брокерт туваниң уйғур ели билән орманчилиқ, деһқанчилиқ вә мәдәнчилик саһәлири бойичә һәмкарлиқ мунасивәт орнитишиниң тува үчүн пайдилиқ икәнликини көрсәткән һәмдә уйғур аптоном райониниң туваниң пайтәхти қизил шәһиридә яғаччилиқ завути қуруш һәмдә туваниң қизил-ташлиқ районида бирләшмә металлургийә саһәси бойичә пишшиқлап ишләш орни қуруш лайиһәлирини оттуриға қойған.
Мәзкур мақалидә йәнә аптор товарлар билән уйғурларниң миллий вә мәдәнийәт җәһәтләрдин охшашлиқларға игә икәнлики, бу җайда йәнә 1500 дин артуқ туваларниң яшайдиғанлиқи шу сәвәбтин тува җумһурийити билән уйғур ели арисида мәдәнийәт вә саяһәтчилик пиланлирини түзүп, һәмкарлиқ орнитишниң муһимлиқини көрсәткән.
Тувалар кимләр?
Әлвәттә радио аңлиғучилиримизниң туваларниң уйғур елиға мунчивала қизиқиватқанлиқи һәққидики учурни аңлаватқанда, тувалар кимләр ? дегән соални қоюши тәбиий.
Тувалар тил җәһәттин алтай тил системисиниң түркий тиллар аилисигә мәнсуп хәлқ болуп, улар өзлирини адәттә тива яки, сойот, сойон һәм уранхай вә яки таңну тивалар дәпму атайду.
Туваларниң сани русийиниң 2002-йилидики истатистикилиқ мәлумати бойичә алғанда 198.4 Миң болуп, пүтүн русийә тәвәсидики сани 206.2Дин артуқ. Тувалар йәнә русийидин башқа мәмликәтләргиму тарқалған. Моңғулийә вә уйғур дияриниң алтай вилайити тәвәсидиму аз санда тувалар яшайду.
Туваларниң йезиқи славиян йезиқи асасидики тува йезиқи болуп,. Диний етиқад җәһәттә мутләқ көпчилик аһалә буддизмниң лама мәзһипигә мәнсуп болсиму, лекин уларда йәнила шаманизмниң қалдуқлири мәлум дәриҗидә сақланған.
Тувалар сан җәһәттә уйғур елиниң бир наһийисиниң аһалисичилик болушиға қаримай, русийә федератсийиси тәркибидә җумһурийәт һоқуқиға сазавәр болған. Тува җумһурийити өз президенти, дөләт байриқи, асасий қануни вә башқа һоқуқлириға игә болуп, москва билән федераллиқ келишимигә қол қойған. Демәк, уйғурлар билән қәдимий тарихий ортақлиққа игә тувалар сан җәһәттә уйғурлардин тәхминән 40 һәссә аз болушиға қаримай, бәрибир җумһурийәтлик һоқуққа еришип, өз президенти вә асасий қанунини һәмдә дөләт байриқи вә дөләт гемнини бекитишкә мувәппәқ болған.
Туваларниң тарихий мусапилири
Улар мурәккәп етник тәрәққият тарихи һәм сияси тарих җәрянини баштин кәчүргән болуп, қәбилә түзүлмиси бойичә ғәрбий вә шәрқи тармақларға бөлүнгән.
Милади 744-йили, уйғур қәбилилири шәрқий түрк қағанлиқини ахирлаштуруп, өз қағанлиқини тиклигәндин кейин, тува уйғур қағанлиқиниң тәркибигә киргән. Уйғур қағанлиқиниң 100 йилға йеқин туваға һөкүмранлиқ қилиши, бу җайда уйғур қәбилилириниң пәйда болуши һәм маканлишиши илгири сүргән болуп, тувалар йәрлик түркий қәбилиләр билән уйғур қәбилилириниң юғурулушидин келип чиққан. Туваларниң етник мәнбәсини тәтқиқ қилған кизласов, худиков, вайнәштейин вә башқа рус алимлириниң қаришичә; уйғурлар туваларниң шәкиллинишигә қатнашқан муһим етник тәркиптур.
Русийә археологлири тувада тәкшүрүшләр елип бериш арқилиқ, униңдин 17 уйғур шәһриниң харабисини тапқан болуп, улар бу арқилиқ уйғур орхун қағанлиқи дәвридә мәзкур районниң уйғур қәбилилири зич яшиған һәм шәһәр мәдәнийити яратқан мәркәзлириниң бири икәнликини муәййәнләштүриду. Бу шәһәрләр, тувадики туран, тәмир суг, уюқ қатарлиқ дәря вадилиридин тепилған икән. Шуңа һазирға қәдәр тувалар арисида уйғур, қирғиз дәп атилидиған уруқ намлири сақлинип қалған.
1914-Йили тува русийиниң һамилиқиһа өткән, болшевик инқилаби ғәлибә қилғандин кейин 1921-йили 14-авғуста тува хәлқ җумһурийити қурулуп мустәқиллиқ елан қилған. Русийә изчил һалда тува хәлқ җумһурийитини қоллап, униңға маддий, мәниви җәһәтләрдин ярдәмләрни көрсәткән һәмдә бесимларни ишләткән. 1944-Йили совет иттипақи тәркибигә қошувелинған ға қәдәр бу җумһурийәт өз дөләт байриқи, дөләт гемни вә асаси қануниға һәмдә москвада шуниңдәк моңолийәдә турушлуқ вакаләтханисиға игә болған иди. Мәзкур мустәқил дөләт сталин тәрипидин қошувелинғандин кейин униң юқирида көрситилгән һоқуқлири бикар қилинип, аптоном областқа чүшүрүлгән болсиму, лекин 1961-йили қайтидин тува аптоном җумһурийити, 1990-йили тува сотсиялистик җумһурийити, советләр иттипақи йиқилғандин кейин тува җумһурийити дәп атилип, үзлүксиз түрдә өз игилик һоқуқ даирисини көтәргән.
"Тува онлайин" агентлиқи тәрипидин елан қилинған мақалидә көрситилишичә, тува җумһурийити пайтәхт қизил шәһиридин уйғур елиниң мәркизи үрүмчи шәһирини туташтуридиған қатнаш йоли ечишни ойлашқан болуп, қизил шәһиридин үрүмчигә шәһиригә болған арилиқ моңғулийә арқилиқ һесаблиғанда 1600 километир болидикән. Улар уйғур елида тувалар билән тил җәһәттин охшашлиққа игә болған уйғур қатарлиқ аһалиларниң болуши, қатнаш йоллириниң йирақ әмәслики һәмдә меһманхана, алақә ишлириниң бәк қиммәт әмәсликидәк әһвалларни тува җумһурийити билән уйғур елиниң арисидики мунасивәтләрни қоюқлаштуруштики үнүмлүк амиллар дәп қариған. (Үмидвар)