"Тйәнәнмен анилири" бирләшмиси, хитайда мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә сияси кеңәш вәкиллиригә очуқ хәт йоллиди


2008.02.28

"Тйәнәнмен анилири" бирләшмиси, хитайда мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә сияси кеңәшниң йиғини ечилиш һарписида, қурултай вәкиллиригә тәйярлиған очуқ хетини 28- феврал пәйшәнбә күни торда елан қилған болуп, тйәнәнмен анилири, 11- нөвәтлик хәлқ қурултийи вә сияси кеңәш вәкиллиригә йоллиған хетидә: " тарихи ярини сақайтиш, ‘4- июн’ да зиянкәшликкә учриғанлар излигән һәқ- адаләт үчүн, биз һәр бириңларға чин қәлбимиздин шуни мураҗәт қилимизки, муһим тапшуруқни наүмид қоймиған вә бурчуңларға дағ йәткүзмигән асаста һөкүмәтни "4- июн" вәқәсидә зиянкәшликкә учриғанларниң мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн, уларниң аилә тавабиатлири билән бивастә, баравәр вә сәмимий диалог елип беришқа буйриған болсаңлар," дейилгән.

Улар очуқ хетидә" 4- июнниң һәқиқий маһийитини ашкарилаш" қатарлиқ 3 түрлүк тәләпни оттурға қойған

Тйәнәнмен анилири, очуқ хетидә йәнә, қурултай вәкиллиридин "4- июн" мәсилисини қанун буйичә мәхсус қанун лайиһиси шәклидә қурултайда оттуриға қоюп музакирә қилишини вә ахирида алақидар қанун лайиһиси бекитип чиқиш керәкликини тәләп қилған.

Хәткә бирликтә имза қойғанлар ичидә диң зилин, җаң шийәнлиң, ли шөвен қатарлиқ 125 адәм бар болуп, мәзкур аниларниң бирси болған диң зилиниң радиомизға билдүрүшичә, улар бу нөвәт йоллиған очуқ хетидә 1995- йилидин буян оттуриға қоюп келиватқан, қайта тәкшүрүш, 4- июнниң һәқиқий маһийитини ашкарилаш, мәзкур вәқәдә зиянкәшликкә учриғанларға төләм төләп бериш қатарлиқ үч түрлүк тәләп йәнә оттуриға қоюлған болуп, әмма диң зилинниң билдүрүшичә, бу йиллиқ хәттә алаһидә пәрқлиқ йери, улар қурултай вәкиллиридин тйәнәнмен анилири билән робиро һалда диалог елип баридиған вақтини бәлгиләп беришни тәләп қилған.

Диң зилин мундақ деди: " бу йиллиқ очуқ хетимизниң мәркизий нуқтиси болса, биз қурултай вәкиллиридин биз билән сөзлишидиған вақит җәдвилини бекитип беришни тәләп қилдуқ. Чүнки һәммимизгә мәлум болғинидәк биз һазир сөзлишишкә муһтаҗ. Һазир диалог елип баридиған дәвригә кәлдуқ."

Тйән чиляв ханим:" 4 - июн тйәнәнмен вәқәси қирғинчилиқ дәп аташни халаймән"

Тйәнәнмен вәқәсидә 1989- йили, оқуғучилар, профессорлар, ишчилардин тәркип тапқан намайишчилар қошуни 15- апрелдин 4- июнғичә бейҗиңда намайиш елип берип хитай коммунист партийә рәһбәрлик қатлимидики чирикликкә қарши турған вә хитайниң дөләт түзүмигә өзгәртиш киргүзүшни тәләп қилған вә ахирида миңлиған оқуғучилар тйәнәнмин мә мәйданиға йиғилип ачлиқ елан қилип хитай һөкүмитигә бесим ишләткән иди.

Нәтиҗидә, хитай һөкүмити һәрбий қошунлирини ишқа селип мәзкур һәрикәтни бастурған болуп, хитай мәнбәлири бу вәқәдә талапәткә учриғанларни 200дин 300гичә дәп көрсәткән, нюйорк вақит гезитидә 400дин 800гичә дәп көрситилгән болса, хитай оқуғучилар уюшмиси вә хитай қизил кирист җәмийити бу санниң 2 миңдин 3 миңғичә икәнликини билдүргән.

Бу вәқә үстидә тохталған җуңго информатсийә мәркизидики тйән чиляв ханим 4- июн тйәнәнмен вәқәси дегәндин көрә қирғинчилиқ дейиш әң мувапиқ деди: "биз 4- июнни тилға алсақ,сиз һазир вәқә дегән сөзни ишләттиңиз. Бәк сипайә болди. Әмма мән буни қирғинчилиқ дәп аташни халаймән".

Диң зилин ханим: " нәччә айға қалмайла қан пуриқи техи көтүрүлүп кәтмигән бу земинда олимпик өткүзилиду"

Шундин етибарән мәзкур вәқәдә зиянкәшликкә учриғанларниң аилә тавабиатлири һәр хил йоллар билән өз авазини хитай һөкүмитигә вә сиртқи дуняға билдүрүп келиватқан болуп, бу нөвәт хитай хәлқ қурултийи вә сияси кеңәш вәкиллиригә йолланған очуқ хәт 1989- йили 4- июндики бастурушта 19 яшлиқ оғлидин айрилған сабиқ профессор диң зилин ханим тәшкиллигән "тйәнәнмен анилири" бирләшмиси тәрипидин тәйярланған.

Диң зилин ханим мәзкур очуқ хәт үстидә тохтилип, гәрчә хитай һөкүмитиниң хәлқаралиқ ишларни бир тәрәп қилишта сөһбәт өткүзүш йоли билән һәл қилишни тәкитләйдиған болмисиму, әмма улар дөләт ичидики ихтилап вә маҗираларни һәл қилшта һәргизму охшаш усулни қолланмайдиғанлиқини көрсәтти.

Диң зилин ханим бу йил хитайда өткүзилидиған 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикиниң кишлик һоқуқ паалийәтчилири үчүн яхши пурсәт икәнликини билдүрди вә: " нәччә айға қалмайла қан пуриқи техи көтүрүлүп кәтмигән бу земинда олимпик өткүзилиду. Мәнчә бу бир пурсәт. Хәлқарадики кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә хитайдики демократийиниң кәлгүсигә көңүл болидиған достлар чоқум бу тарихи пурсәтни чиң тутуп хитай хәлқиниң кишилик һоқуқини яхшилиши керәк" деди.

Тйән чиляв ханим: "улар әпу сорашниму халимайду"

Диң зилин қатарлиқларниң мәзкур илтиҗаси үстидә тохталған " тйәнәнмен анилири" бирләшмисиниң баянатчиси лю җяйи өзлириниң диң зилин ханимниң усулини қоллайдиғанлиқини, хитайниң һазир мушу нөвәтлик олимпикини өткүзүш арқилиқ қудрәтлик дөләт чоқум басмиса болмайдиған тарихқа йүзлинидиғанлиқини, шуңа хитайниң тйәнәнмен анилири билән сөһбәт өткүзидиған вақитни бәлгиләштинму қечип қутулалмайдиғанлиқини билдүрди.

Әмма, хитай коммунистик һөкүмитиниң һазирчә шундақ қилишида үмидниң анчә зор әмәсликини көрсәткән җуңго информатсийә мәркизидики тәтқиқатчи тйән чиляв ханим: "улар әпу сорашниму халимайду, төләм төләшниму халимайду, һәтта бу җинайәтни садир қилған вәқәгә мунасивәтлик кишиләрни җазалашни техиму халимайду. Ундақ қилса улар пүтүн хитай коммунист партийисиниң йүзини төккән болуп қалиду" деди.

У йәнә, хитай һөкүмитиниң тйәнәнмен қирғинчилиқиниң һәқиқий маһийитини техи һазирғичә йошуруп келиши нурғун адәмләрниң каллисидин өтмәйдиғанлиқини билдүрди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.