Тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитиниң һәқиқий әһвали һәққидә йеңи китап нәшир қилинди


2007.06.01

1989 ‏- Йили 4 ‏- июн тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитигә топ- тоғра 18 йил болди. 18 Йилдин буян, хитай һөкүмити бу һәқтики учурларни изчил контрол қилип һәқиқий әһвални дунядин йошуруп кәлмәктә. Бу қетимқи 18 йиллиқ хатириләш күниниң йетип келиши билән, әйни чағдики қанлиқ вәқәни өз көзи билән көргән ву ринхуа әпәнди 89 ‏- йили 3 ‏- июн кечисидин башлап 4 ‏- июн таң сәһәргичә болған вақит ичидә, тйәнәнмин мәйданида йүз бәргән һәқиқий әһвални ашкарилап," қанға боялған тйәнәнмин " намлиқ китаб нәшр қилди.

Бундин 18 йил илгири хитайда йүз бәргән 4 ‏- июн тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитиниң хитай сақчилири тәрипидин қанлиқ бастурулғанлиқини өз көзи билән көргән ахбарат әркинлики гезитиниң баш тәһрири ву рен хуа әпәнди йеқинда " қанға боялған тйәнәнмин " намлиқ китаб елан қилди. Мәзкур китабта, 89 ‏- йили 3 ‏- июн кечисидин башлап 4 ‏- июн таң сәһәргичә болған вақит ичидә йүз бәргән пүтүн әһвал бир -бирләп ашкариланған.

Мәсилән, шу кечиси нәччә он миңлиған қураллиқ сақчиларниң танка билән тйәнәнмин мәйданиға бастуруп киргәнлики, танкиларниң мәйданда җим-җит олтуруп наразилиқ билдүриватқан оқуғучиларни қандақ дәссәп бесип өткәнлики,рәһимсиз хитай әскәрлириниң қуралсиз оқуғучиларға вәһши һалда оқ чиқарғанлиқи шундақла оқуғучиларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқини көргән ғәзәпләнгән амминиң бир қисим оқуғучилар билән бирликтә қураллиқ сақчилар билән батурларчә елишқанлиқи қатарлиқ көрүнүшләр әслимә шәкилдә бир ‏- бирләп тәсвирләнгән.

Хитай һөкүмити 4 ‏- июн һәққидики учурларни изчил һалда контрол қилип кәлмәктә

1989 ‏- Йили 4 ‏- июн оқуғучилар һәрикити йүз бәргәндин та һазирға қәдәр,хитай һөкүмити бу һәқтики учурларни изчил һалда контрол қилип кәлгән. Улар хитайниң һәр қайси мәтбуатлириниң бу һәқтә мәлумат беришини қәтий чәклигән. Көплигән анализчилар "хитай һөкүмитиниң 4 ‏- июн вәқәсигә тутқан бу хил позитсийиси уларниң мәзкур тарихий вәқәдин пүтүнләй өзини қачуриватқанлиқини шундақла уларниң өз хәлқиғә интайин мәсулийәтсизлик қиливатқанлиқини көрситип бериду " дәп билдүрмәктә.

Анализчилар йәнә" хитай һөкүмити һазир 4 ‏- июн вәқәсигә дәсләптики сус көз қараштин һазирқи етибарсиз қарашқа өтти. Хитай һөкүмити бундақ қилиш арқилиқ әйни чағда дуняни зилзилигә кәлтүргән 4 ‏- июн оқуғучилар һәрикитини кишиләрниң каллисидин пүтүнләй чиқириветишкә урунмақта. Болупму улар йеқинқи йиллардин буян, 4 ‏- июнға аит һәрқандақ гәп -сөзниң интернет тор бетигә чиқип қелишини қаттиқ чәкләш билән бир вақитта, хитай мухбирлириниң бу һәқтә һәрқандақ хәвәр беришигә йол қоймай кәлмәктә. Лекин һәқиқәт йәнила һәқиқәт, хитай һөкүмити һәқиқәтни мәйли қанчә йошурсун, улар һәргизму дуняни алдиялмайду" дәп көрсәтмәктә.

" Қанға боялған тйәнәнмин" намлиқ китап тарихи вәқәниң һәқиқий әһвали пүтүн дуняға ашкарилиди

300 Миң хәтлик " қанға боялған тйәнәнмин" намлиқ бу китаб әйни чағдики оқуғучилар һәрикити һәққидә, мәзмун җәһәттә әң толуқ болған китаб болуп, мәзкур тарихи вәқәниң һәқиқий әһвали пүтүн дуняға ашкариланған. 89 ‏- Йилидики оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчиси ваң дән әпәнди мәзкур китабқа интайин юқири баһа бәрди. У сөзидә " хитай һөкүмити йиллардин буян тарихни бурмилап, 4 ‏- июн вәқәсиниң һәқиқий әһвалини дунядин йошуруп кәлгән. Биз ву ринхуаниң бу китабини тарихни бурмилаватқан коммунист хитайлириға болған әң күчлүк зәрбә дәп қарисақ болиду" дәп билдүрди.

Америка һөкүмити һәр йили дегидәк доклат елан қилип, хитай һөкүмитини 4 ‏- июн тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитигә қайта баһа беришкә йәни мәзкур оқуғучилар һәрикитиниң намини әслигә кәлтүрүшкә үндимәктә. Америка һөкүмити елан қилған һәр йилқи баянатта 4 ‏- июн вәқәсидә өлгәнләрниң саниниң ениқ болуши керәклики шундақла мәзкур вәқәдә хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған вә из -дерәксиз йоқап кәткәнләрниң сани һәққидиму ениқ бир мәлумат болуши керәклики оттуриға қоюлмақта.

" Қанға боялған тйәнәнмин" намлиқ китабниң аптори ву ренхуа радиомизниң зияритини қобул қилди

Радиомизниң зияритини қобул қилған " қанға боялған тйәнәнмин" намлиқ китабниң аптори ву ренхуаму йиллардин буян 4 ‏- июн вәқәсиниң һәқиқий әһвалини юшуруп, һәқиқәттин өзини әп қечиватқан хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди.

Аптор сөзидә 4 ‏- июн күни таң сәһәрдики әһвални тәсвирләп келип мундақ деди: " 1989 ‏- йили таң сәһәр саәт 4 тин башлап, тйәнәнмин мәйданини тазилаш һәрикити рәсмий башланған. Он нәччә танка тйәнәнминниң шималий тәрипидин кирип мәйданниң җәнубий тәрипидики 3000 дин артуқ оқуғучилар йиғилған җайға қарап маңди. Танка хатирә мунариси тәрипидин кәлгән иди, шу тапта, бир оқуғучи қолида байрақ, чедир үстигә чиқип, чекинишни рәт қилған иди. Танка болса, худди алдида һечқандақ тосалғу йоқтәк, удул келип, чедир вә адәмни бесип өтти. Кәйнидин кәлгән танка 70 ‏-80 метир кәңликтики чаңән кочисиниң четидә турған оқуғучиларға қара бастуруп кәлди. Танкилар һәтта кәйнигә қайтип йол үстидики оқуғучилар қошуниға етилған. Мән шу чағда өз көзүм билән оқуғучиларниң өлгинини көрдүм. Китабимда һәтта өлгән оқуғучиларниң исимлики вә улар оқуған мәктәпниң исимлириму йезилған."

Анализчиларниң билдүрүшичә, 89 ‏- йили йүз бәргән оқуғучилар һәрикитидин буян, гәрчә бу 18 йил ичидә хитай иқтисадий җәһәттә бир қәдәр тәрәққий қилған болсиму,хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә йәнила һечқандақ илгириләш болмиған, әксичә техиму зор чекинишләр йүз бәргән.

1989 ‏- Йилидики 4 ‏- июн оқуғучилар һәрикитигә қатнашқанлиқидин 18 йилдин буян хитай һөкүмитиниң түрлүк зәрбилиригә учриған тав җүн әпәнди өзиниң мәзкур китабни оқуғандин кейинки тәсиратини сөзләп, " коммунист хитай 18 йилдин буян өз җинайитини йошуруп, дуня хәлқини алдап кәлмәктә. Лекин уларниң завали йеқинлишип қалди, 4 ‏- июнда қурбан болған сәбдашлиримизниң қени һәргизму бикар ақмайду. Биз һәргизму у қанлиқ вәқәни унтуп қалмаймиз. Коммунист хитайниң дуня сәһнисидә өз җинайитини тонуп йетидиған күн чоқуп йетип келиду" дәп билдүрди. (Меһрибан )

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.