Оттура асиядики сиясий вә аммиви өктичиликләр" темисидики муһакимә йиғинида нури түркәл сөз қилди
2004.11.19
Америка коломбийә университетида 18 - вә 19 - ноябир күнлири " оттура асиядики сиясий вә аммиви өктичиликләр" темисида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинида асаслиқи, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан, түркмәнистан, русийә вә уйғур елидики сиясий вә аммивий қаршилиқ һәрикәтлири тәһлил қилинған болуп, йиғинға юқарқи дөләтләрдики өктичи һәрикәтләрниң рәһбәрлири қатнашқан.
Шундақла 19- ноябир күни чүштин кейин муһакимә қилинған асаслиқ тема уйғур мәсилисигә мәркәзләшкән болуп, униңда хитай һөкүмитиниң 50 йилдин бери шәрқий түркистанда қанунсиз һалда бастуруш сияситини елип бериватқанлиқи муһакимә қилинған.
Йиғиниға уйғурларға вакалитән америка уйғур бирликиниң рәиси нури түркәл, шәрқий түркистан тәтқиқат җәмийитиниң рәиси ғоламидин пахта қатнашти вә сөз қилди.
Буниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Ню йоркта уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди
- Америкида уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди
- Учур дәвридики милләтләр мунасивити йиғини, америкиниң конетикет шитатида ечилди
- Хитай компартийиси 16 - қурултийи һарписида нурғун кишиләр қолға елинди
- Уйғур вәкиллири түрк дуняси яшлар қурултийиға қатнашти