Истанбулда үч әпәндини хатириләш йиғини ечилди


2005.06.13
uch-ependi-yighini.jpg
Хатириләш йиғинидин көрүнүш

12-Июн күни түркийиниң чоң шәһири истанбулдики сулайманийә мәдәнийәт мәркизидә үч әпәндини хатириләш паалийити болуп өтти.

3 Әпәнди, йәни мәсут сабир байкөзи, мәһмәт әмин буғра вә әйса йүсүф алптәкинни хатириләш үчүн өкүзүлгән бу паалийәтни дуня уйғур қурултийи билән шәрқий түркистан вәхпи орунлаштурған болуп, йиғинға 3 әпәндиниң аилә тавабатлири, сабиқ министирлар, түркийиниң һәр қайси йәрлиридә яшаватқан уйғурлар, киргизистан уйғур иттипақиниң рәиси болуп 300 әтрапида киши қатнашти.

Йиғин шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи, дуня уйғур қурултийиниң пәхри рәиси генерал муһәммәт риза бекинниң ечилш нутқи билән башланди. Йиғинда сөзгә чиққанлар, мәсут сабир байкөзи, мәһмәт әмин буғра вә әйса йүсүф алиптекин қатарлиқ үч әпәндиниң шәрқий түркистан сиясий тарихидики орни вә роли һәққидә тохталди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.