Коммунист хитай һөкүмити уйғур аптоном районида үч хил күчләргә зәрбә бериш ниң даирисини кеңәйтти


2007.09.13

WangLe--150.jpg
Ваң лечуән, 2003 - йили 9 - айниң 11 - күни үрүмчидә, "терроризим" ға қарши сөз қилмақта. AFP PHOTO

Коммунист хитай һөкүмитиниң җ х министири җу юңкаң йеқинда , коммунист партийиниң 17 ‏- қурултейини мувәппәқийәтлик өткүзүш үчүн дөләт ичи вә сиртидики 'дүшмән күчләр' гә қаттиқ зәрбә беришни оттуриға қойған иди. Коммунист хитай һөкүмити уйғур аптоном районида йәнә, мәшһур уйғур язғучилиридин мәрһум зунун қадирниң әсәрлирини чәкләшни оттуриға қойди.

Дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханим хитай һөкүмитиниң уйғурларни 'миллий бөлгүнчи, террорчи, әксийәтчи дини күчләргә зәрбә бериш' дегән нам билән бастуруш һәрикитиниң мәзмунини йәнә бир қетим кеңәйткәнликини тәнқидлиди.

Хитай коммунист партийиси өзиниң 17 ‏- қурултейини мувәппәқийәтлик өткүзүш үчүн дөләт ичи вә сиртидики 'дүшмән күчләр' гә қаттиқ зәрбә беришни дегән һәрикәтни йәнә оттуриға қойған иди. Бундақ әһвал астида ,хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситидә қандақ өзгириш болуватиду?

Хитай һөкүмитиниң һазир үч хил күч' дегән нам билән уйғурларни бастурушниң даирисини кеңәйткәнлики тоғрисида, рабийә ханим көз қаришини оттуриға қойди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.