Таҗикистанда тутулған 3 уйғурниң хитайға тапшуруп берилгәнлики ашкариланмақта

2011-Йили 1-айниң 8-күни таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән әхмәт рәшиди, абдулһәмит давутоғлу вә кәмал өмәроғлу қатарлиқ 3 уйғур түркийә пуқраси болуп, узун йиллардин бери таҗикистанда тиҗарәт қиливатқан икән.
Бу үч уйғур тутулуп кетилгәндин кейин, әһвалдин хәвәр тапқан түркийә ташқи ишлар министирлиқи вә түркийиниң таҗикистанда турушлуқ баш әлчиханиси у уйғурларни қутулдуруш үчүн һәрикәткә өтүп, барлиқ дипломатийә имканийәтлирини ишқа салған болсиму аридин 1 ай өткәндин кейин һеч қандақ нәтиҗигә еришәлмигән.
Мушу айниң 6-күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи 4 кишидин тәркиб тапқан бир дипломатийә һәйити тәшкилләп таҗикистанға әвәткән, бу һәйәт таҗикистанға берип тутулуп кәткән уйғурлар һәққидә таҗикистан ташқи ишлар министирлиқи билән сөһбәтләшкән.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин тәшкилләнгән бу дипломатийә һәйити таҗикистанға бериштин бурун вә қайтип кәлгәндин кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән учришип мәзкур үч уйғур һәққидә сөһбәтләшкән.
Биз бу дипломатийә өмики билән учрашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.
Һидайәтуллаһ оғузханниң билдүрүшичә бу дипломатийә өмики таҗикистан һөкүмити билән учрашқандин кейин таҗикистан ташқи ишлар министирлиқи мәзкур үч уйғурни тутқун қилғанлиқ тоғрисида қолида һеч қандақ пакит яки мәлумат йоқлуқини вә уларни издәватқанлиқини билдүргән.
Таҗикистанға барған бу дипломатийә һәйити таҗикистан хәвпсизлик идарисиниң тутулуп кәткән уйғурларни мәхпий һалда хитайға қайтуруп бәргәнликини җәзимләштүргәнлики, әмма бу һәқтә ениқ пакитқа игә болалмиғанлиқини шундақтиму давамлиқ бу уйғурларни қутулдуруш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң давамлиқ издинип сүрүштә қилидиғанлиқини билдүргән.
Биз йәнә бу вәқә һәққидә истанбулда яшаватқан уйғур зиялий доктор атавуллаһ шәһяр әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.