Исмаил тиливалди "3 хил күчләргә зәрбә бериш" ни тәкитлиди
2006.01.17
Исмаил тиливалди йиғинда бәргән һөкүмәтниң хизмәт доклатида, "3 хил күчләргә зәрбә бериш" ни 3 йәрдә тилға елип, бу хизмәтни алдинқи орунға қоюп иҗра қилиш керәкликини тәкитлиди.
Исмаил тиливалди сөзидә, "террорчилиқ, бөлгүнчилик вә радикал күчләрниң паалийитигә қаттиқ зәрбә берип, муқимлиқни қоғдайли" деди. Исмаил тиливалди уйғур елиниң мустәқил өзигә өзи игә принсипта чиң туруп кәлгәнликини һәмдә диний етиқад сияситини әмәлгә ашуруп, милләтләрниң баравәр, иттипақ вә өз-ара ярдәмдә болған йеңи хилдики милләтләр мунасивитини йолға қоюп кәлгәнликини билдүрди.
"Үч хил күч" вә муқумсизлиқниң амили
Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, исмаил тиливалдиниң сөзлиридә тохтилип, хитай һөкүмити уйғур елини бесивалғандин буян, уйғурларниң өзигә-өзи хоҗа болуп бақмиғанлиқини, хитай елип бериватқан бу қурултайниң вә улар сайлап чиққан уйғур елидики рәһбәрләрниң пәқәт хитай коммунист һөкүмитигила вәкиллик қилидиғанлиқини ейтти.
Дилшат ришит йәнә исмаил тиливалдиниң "3 хил күчләргә зәрбә берип, муқимлиқни қоғдаш" тоғрисидики баянлирида тохтилип, уйғур елидә муқимсизлиқ кәлтүрүп чиқириватқан дәл хитай коммунист һөкүмитиниң өзи икәнликини шундақла хитайниң уйғурларға баравәр муамилә қилмаслиқи вә хитай көчмәнлирини зор миқдарда уйғур елигә йөткишиниң, муқимсизлиқни кәлтүриватқан муһим амилларниң бири боливатқанлиқини тәкитлиди.
Уйғур аптоном район рәиси исмаил тиливалди доклатида, "3 хил күчләр" гә юқири бесимда қаттиқ зәрбә беришни тәкитләш билән биргә, "дөләт ичи вә сиртидики миллий бөлгүнчи күчләрниң һөкүмәтсиз тәшкилатлар, кишилик һоқуқ паалийәтлири, интернет вә диндин пайдилинип, сиңип кирип бузғунчилиқ қилиш паалийәтлирини қилишиниң алдини елишимиз керәк һәмдә бөлгүнчиликкә қарши турушта үстүнлүкни игилишимиз керәк" дәп билдүрди.
Тәтилдиму арамлиқ йоқ
Хитай һөкүмитиниң һәр қайси дәриҗилик рәһбәрлири "3хил күчләргә зәрбә бериш" ни алаһидә тәкитләш билән йәнә, бу сиясий идийини уйғур елиниң һәр қайси шәһәр-йезилириғичә аңлатмақта. Бизниң телефонимизни қобул қилған уйғур елиниң җәнубий районидики мәлум бир оттура мәктәп оқуғучиси, һазир тәтил мәзгилидиму оқутқучи-оқуғучиларниң мәктәптә "бөлгүнчиликкә қарши туруш" қа охшаш сиясий өгинишкә қатнаштуриливатқанлиқини ейтти.
Бу оқуғучиниң ейтишичә, мәктәптики көп қисим оқуғучилар бу хилдики сиясий өгиништин бизар болған, лекин улар буниңға бойсунмай амал йоқ болғачқа, тәтиллик мәзгилини қурбан қилишқа мәҗбур болған.
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, уйғур аптоном район рәиси исмаил тиливалди йиғинда қилған сөзиниң ахирида, уйғур елиниң буниңдин кейинму мәркәз чиқарған уйғур аптоном райониниң муқимлиқини қоғдаш мәқситидики истратегийилик сиясәт бәлгилимирини давамлиқ иҗра қилидиғанлиқини тәкитлигән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Хитай һөкүмити уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашуруш үчүн асасий қатлам кадирлирини күчәйтмәктә
- Уйғур аптонум райони җ х органлири "актип" хизмәт қилғанлиқи үчүн тәқдирләнди
- Мутәхәссисләр "үч хил күч" һәққидә тохталди
- Хитай һөкүмити, аптоном районниң 50 йиллиқи һарписида уйғур мустәқилчилирини бастурушни күчәйтти
- Хитай һөкүмити уйғур елидә "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни қайта башлиди
- Түркийидики тәшкилатларниң исмаил тиливалдиниң сөзигә инкаси