"Үч хил күч" кә зәрбә бериш җәмийәт муқимлиқиниң капалитиму?


2006.01.18

Исмаил тиливалди ейтқандәк "көп йиллардин буян шинҗаң мустәқил өзигә өзи хоҗа болуш принсипида чиң турди" му?

1- Айниң 17-күни өткүзүлгән уйғур аптоном райони хәлқ қурултийиниң 10-қурултийиниң 4-қетимлиқ йиғининиң ечилиш мурасимида хитай компартийиси таллап бекиткән уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди һөкүмәт хизмитидин доклат бәргәндә "үч хил күчләр" гә қаттиқ зәрбә беришни тәкитлигән һәм бир қатар чарә тәдбирлирини оттуриға қойған.

Тәңри тағ ториниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, исмаил тиливалди " көп йиллардин буян шинҗаң мустәқил өз-өзигә хоҗа болуш принсипида чиң туруп, диний етиқад сияситини изчиллаштуруп , давамлиқ түрдә миллий иттипақлиқ ишлири елип берип, баравәр , иттипақ , өз-ара ярдәмдә болидиған вә маслашқан йеңи типтики милләтләр мунасивитини мустәһкәмлиди" дәп сөзлигән.

Исмаил тиливалдиниң бу сөзи болупму, униң "шинҗаң мустәқил өзигә өзи хоҗа болуш принсипида чиң туруп" дегән ибариси уйғурларниң инкаслирини қозғиди. Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, исмаил тиливалдиниң сөзи һәққидики инкаслирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.