Ваң лечүән "үч хил күч" кә зәрбә беришни қайта тәкитлиди
2006.05.15

Хитайниң уйғур аптоном районидики партком секритари ваң лечүән шәнбә күни райондики һәр қайси дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик идарилирини юқири мәсулийәтчанлиқ билән үч хил күчкә қаттиқ зәрбә беришкә чақирди. Гәрчә ваң лечүәнниң бу сөзлири йеңилиқ болмисиму, лекин йеқиндин буян аптоном район әмәлдарлириниң үч хил күчкә зәрбә бериш авази бир қәдәр юқири болуп кәлди.
Америкиниң оттура асиядики тәсири хитайни әндишигә селиватиду
Ваң лечүән бу қетим сөзидә, нөвәттики мурәккәп хәлқара вәзийәт астида уйғур аптоном райониниң үч хил күчкә зәрбә бериш җәһәттә яхши нәтиҗиләрни қазинип кәлгәнликини, шундақла буниңдин кейинму юқири һошярлиқ билән дөләт ичи вә сиртидики үч хил күчкә зәрбә бериш вә уларға қарши мудапиә тәдбирини күчәйтишниң зөрүрликини тәкитлиди.
Ваң лечүәнниң "мурәккәп хәлқара вәзийәт" дегән сөзи һәққидә тохталған америкидики уйғур зиялийси сидиқһаҗи рози әпәнди, америкиниң оттура асиядики тәсириниң хитайни әндишигә селиватқанлиқини, шу сәвәбтин уларниң үч хил күчгә зәрбә беришни тәкрар тәкитливатқанлиқини көрсәтти.
Сидиқһаҗи рози әпәнди хитайниң йәнә, америкиниң хитай сиясити вә уйғурларға тутқан позитсийиси қатарлиқ амаллиларниңму тәсиригә учраватқанлиқини билдүрди. Бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, уйғур мәсилиси барғансери хәлқаралишиватқан нөвәттики бу вәзийәттә, хитай һөкүмити уйғур елидики сияситини техиму чиңитиш арқилиқ уйғурларниң мустәқиллиқ арзусиға зәрбә беришни мәқсәт қиливатқанлиқини ейтти.
Гуәнтанамодики бәш уйғурниң албанийигә орунлаштуруши хитайни ойға салди
Техи йеқинда гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң америка һөкүмити тәрипидин албанийигә орунлаштурулиши хитай һөкүмитини қаттиқ ғәзәпләндүргән иди. Буниң алдида хитай һөкүмити уйғурларни хәлқарада террорчи дәп көрситишкә тиришти һәмдә изчил түрдә америкидин гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтуруп беришни күчлүк тәләп қилип кәлгән.
Сидиқһаҗи рози әпәнди хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики тиришчанлиқиниң мәғлуб болушиму, уларниң үч хил күчгә зәрбә беришни қайта тәкитлишигә түрткә болған амил һесаблинидиғанлиқини билдүрди.
Ваң лечүән үч хил күчгә зәрбә беришни тәкитлигән бу йиғинда йәнә, аптоном район рәиси исмайил тиливалдиму сөз қилип, "шинҗаңда бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң узун - муддәтликлики вә мурәккәпликини чоңқур тонуш керәк " деди.
Зияритимизни қобул қилған сидиқһаҗи рози вә дилшат ришит әпәнди һәр иккилиси, нөвәттә хәлқараниң уйғур мәсилисигә болған қизиқиши вә көңүл бөлүшиниң барғансери күчийиватқанлиқини вә чәтәлләрдики уйғур давасини қиливатқан тәшкилатларниңму бу җәһәттики тиришчанлиқлирини ашуруватқанлиқини тәкитлиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечуән немә үчүн өзиниң хусусий мүлкини ашкарилашни рәт қилиду?
- Ваң лечүәнниң хәлқ қурултийида қилған доклатиға инкас
- "Үч хил күч" кә зәрбә бериш җәмийәт муқимлиқиниң капалитиму?
- Исмаил тиливалди "3 хил күчләргә зәрбә бериш" ни тәкитлиди
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Хитай һөкүмити уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашуруш үчүн асасий қатлам кадирлирини күчәйтмәктә
- Уйғур аптонум райони җ х органлири "актип" хизмәт қилғанлиқи үчүн тәқдирләнди
- Қәһриман ғоҗамбәрди ваң лечүәнниң сөзлиригә рәддийә бәрди