Хитай һөкүмитиниң үч хил күчләргә зәрбә бериш сиясити уйғурларниң наразилиқи вә мустәқиллиқ арзулирини күчәйтмәктә
2006.10.24

Үрүмчидә 19 - өктәбирдин 24 ¬- өктәбиргичә бәш күн давамлашқан уйғур аптонум районлуқ 7 - нөвәтлик хәлқ вәкиллири қурултийи давамида, хитай компартийисиниң уйғур аптонум райониға қойған секретари ваң лечүән уйғур елиниң бундин кейинки муқимлиқини сақлашта үч хил күчләргә зәрбә бериш сияситини давамлиқ күчәйтип елип баридиғанлиқи һәққидә мәхсус сөзлиди.
Ваң лечуән баянида "бәш йилдин буян шинҗаңда үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә беришта зор нәтиҗә һасил болди, миллий бөлгүнчиләрниң, диний радикализмчиларниң башчилириға қақшатқуч зәрбә бәрдуқ. Биз һазирқидәк мурәккәп хәлқара сиясий вәзийитидин алғанда шинҗаңда үч хил күчләрни бастурушини йәниму давамлаштуришимиз зөрүр" дегән.
"Ситереолуқ қалқан"
"Ситереолуқ қалқан" уйғурларниң кишилик һоқуқ һәмдә ахбарат әркинликини боғуш у йәнә уйғур елиниң муқимлиқи билән ахбарат саһәсиниң интайин зич мунасивәтлик икәнликини тилға елип, шинҗаңда радио телевизийини һәр бир йеза кәнт, аилиләргичә йәткүзүш қурулуши һәмдә чәтәл радио долқунлирини бузуш истансилириниң күчәйтилиши билән дүшмән күчләрниң бөлгүнчилик идийилириниң һава долқунлири арқилиқ сиңип киришниң алдини алидиған ситереолуқ қалқан қурулди " дәп сөзлигән.
Хитай һөкүмити дөләт ичидә ахбарат әркинликини қаттиқ конторул кәлмәктә, болупму уйғур елидә чәтәл радио истансилириниң аңлитишиға бузғунчилиқ қилиш истансисилирини көпләп қурғандин башқа интернет тор бәтлирини мәхсус көзитиш ахбарат һәмдә хадимлири билән қаттиқ конторл қилип кәлмәктә.
Хитай һөкүмити, сөз әркинлики, инсан һоқуқи һәмдә демукиратиойигә қарши һәркәт қилмақта
Хитай 23 - өктәбир күни чегрисиз мухбирлар тәшкилати тәрипидин 158 дөләтниң ичидә ахбарат әркинлики боғулған әң начар дөләтниң бири дәп баһаланған иди. Ваң лечуәнниң уйғур аптонум районлуқ 7 - нөвәтлик хәлқ вәкиллири қурултийида қилған юқириқи баянлири чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин "хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи һәмдә ахбарат әркинлик һоқуқини қанчилик дәпсәндә қиливатқанлиқиниң испати" дәп қаралмақта.
Шундақла униң бәш йил җәрянида үч хил күчләргә зәрбә бериштә зәрбә қазандуқ, дәп тәшвиқ йүргүзүши уйғур паалийәтчилиридә қарши инкасларни қозғиди: йеқинда хитай һөкүмити тәрипидин " зәһәрлик чекимлик әткәсчиси" дәп төһмәт артилған, дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди ваңлечуәнниң сөзлиригә рәддийә берип хитай һөкүмити инсанийәт тәрққиятиға қарши йөнилиштә, сөз әркинлики инсан һоқуқи һәмдә демократийигә қарши һәркәт қилмақта", дегәндәк қарашлирини оттурға қойди:
Үч хил күчкә зәрбә бериш сиясити әксичә хәлқарада уйғур миллий һәркитини күчләндүрмәктә
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмити гәрчә уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини қәдәмму қәдәм түрлүк нам вә васитиләр билән давамлаштуруш җәрянида, хәлқра җәмийәткә әркинлик арзуси бар уйғурларни бөлгүнчи һәтта террорчи дәп көрситишкә тиришқан болсиму, пәқәт нурғун бигунаһ уйғурлар зиянкәшликкә учриғандин башқа һечқандақ нәтиҗә һасил қилалмиғанлиқи, әксичә уйғур мәсилиси һәмдә уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң барғанчә хәлқараниң диққәт етиварға еришкәнликини билдүрди.
Дилшат әпәнди йәнә гәрчә уйғурлар хитайниң бастуруш сиясити давамида һесабсиз қурбанлар бериватқан болсиму әмма һечқандақ бир күчниң уйғурларниң әркинлик мустәқиллиқ арзулирини бастуралмайдиғанлиқини көрсәтти.(Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүәнниң сөзлири уйғурларниң аптономийидин бәһриман болуватқанлиқини инкар қилиду
- Ваң лечүәнниң уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси һәққидики сөзлиригә инкаслар
- Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш үчүн тапқан йеңи баһаниси
- Мутәхәссисләр: уйғурлар һечқачан террорлуқ һәрикәтлири билән шуғулланған әмәс
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң али сотчилар йиғини "үч хил күчләр" ни музакирә қилиду
- Д у қ ниң ваң лечүәнниң чәтәлләрдики хитай әлчиханилири хадимлириға ейтқан сөзлиригә инкаси
- Хитай даирилири уйғурларға қаратқан һәйвисини күчәйтмәктә
- Һәқсиз телефон ленийисидә, уйғурлар базар сақчилири үстидин шикайәт қилмақта
- Ваң лечүән вә исмайил тиливалди "3 хил күчләр" гә зәрбә беришни қайта тәкитлиди
- Ваң лечүән "үч хил күч" кә зәрбә беришни қайта тәкитлиди
- Ваң лечуән немә үчүн өзиниң хусусий мүлкини ашкарилашни рәт қилиду?
- Ваң лечүәнниң хәлқ қурултийида қилған доклатиға инкас
- "Үч хил күч" кә зәрбә бериш җәмийәт муқимлиқиниң капалитиму?
- Исмаил тиливалди "3 хил күчләргә зәрбә бериш" ни тәкитлиди
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?