Хәлқ намратлиқтин қутулмай туруп, радио- телевизийидин һозур алаламду?
2005.03.09
Уйғур елидә һазирға қәдәр иптидаий турмуш шараитида туриватқан уйғур йезилири йәнила мәвҗут. Болупму уйғур елиниң җәнубидики хотән, қәшқәр, ақсу қатарлиқ асасий нопосини уйғурлар тәшкил қилған җайларниң нопосини йәнила намрат деһқанлар игиләйду, уларниң көп сандикиси өлчәмсиз су истимал қилиду, токсиз қараңғулиқта яшайду бундақ турмуш шараитида уларға радио -телевизийиләрниң йетип беришидин сөз ечиш мүмкин әмәс әлвәттә.
Ақ ташлиқ китабта хатириләнгини
Сәйшәнбә хәвәр берип өткинимиздәк, дәвримиздә уйғур елидә бир милйондин артуқ йеза аһалиси техичә телевизор көрәлмәйду. Хитай һөкүмити миллий аптономийилик җайлар һәққидә йеқинда елан қилған ақ ташлиқ китабта, хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ районлардики намрат йеза - кәнтләргә радио теливезини торлаштуруш пиланини 1998 - йилидин башлиғанлиқи вә һазирға қәдәр бу җайларда радио - телевизини кәнтләргичә омумлаштурушниң асасән әмәлиләшкәнлики оттуриға қоюлған.
Йәнила нурғун кишиләрдә телевезор вә радио йоқ
Әмма уйғур елидә радио - телевизиниң омумлишиши һәққидә уйғур елиниң хәвәр тор бетидә 9 - март берилгән хәвәргә қариғанда, уйғур елиниң намрат йезилирида һазирға қәдәр бир йерим милйондин артуқ аһалиниң радио аңлаш, телевизор көрүш имканийити йоқ болуп, бу уйғур ели омуми нопосиниң 8٪ни игиләйдикән. Хәвәрдә һазирғичә радио -теливезийә омумлашмиған җайларниң асасән уйғур елиниң җәнубидики йеза һәм қишлақлар икәнлики дийилгән.
Хәвәрдә көрсүтилишичә бу йил уйғур аптонум районида радио - телевизийини кәнтләргичә йәткүзүш мулазимәт йили қилип бекитилгән. Һәмдә мунасивәтлик даириләр бу пилан бойичә һәр қайси намрат йезиларға телевизор йәткүзүш хизмәтлирини ишлимәктә икән.
Мәзкур хәвәргә асасән уйғур елиниң җәнубидики бәзи намрат йеза - кәнтләргә қарита телефон зиярити елип бардуқ.
Қәшқәр юпурға наһийисиниң мәлум кәнтигә телефон қилғинимзда, зияритимизни қобул қилған бир деһқан аял, өз йезисида көп сандики деһқанларниң намратлиқтин қутулмиғанлиқини, телевизор көрәләйдиған аилиләрниң болса 30٪ни игиләйдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур елиниң хотән тәвәлики намрат йеза һәм наһийиләр әң көп болған бир җай һесаблиниду. Болупму гума, қариқаш, лоп наһийилиридики көп санлиқ йезиларниң ток һәм су мәсилиси бүгүнки күнгичә тәл- төкүс һәл болғини йоқ.
Бирму аилидә рәңлик телевизор йоқ
Биз бу җайларда радио- телевизиниң омумлишиш әһвали һәққидә мәлумат елиш үчүн, гуминиң мәлум чәт йирақ бир йезисиға телефон улидуқ. Телефонни алған бир яш деһқан һөкүмәт даирилириниң бу йезиға йеқинда телевизор елип кәлгәнлики, бу җайда һазирғичә бирму аилидә рәңлик телевизор йоқлиқини, бәзи телевизори бар аилиләр болсиму, улар ток пулини төлийәлмигәнлики үчүн бәрибир телевизор көрүшкә қурби йәтмәйдиғанлиқлирини билдүрди.
Гәрчә хитай һөкүмәт даирилири, уйғур елидә радио - телевизийини омумлаштуруш қурулиши, ток торлаштуруш қурулиши, су турба қурулиши қатарлиқ түрләр бойичә қурулуш елип бериватқан болсиму, уйғур елиниң намрат йезилиридики деһқанларниң пикригә қариғанда, бундақ қурулуш түрлири, пәқәт юқириниң пиланини ишқа ашуруш үчүн йүзәки елип берилғини билән, хәлқниң намратлиқтин қутулмай туруп, бәрибир бу хил заманивий әсләһәләрдин пайдилиналиши мүмкин бомиғачқа, улар һөкүмәт орунлириниң өз лири һәммидин муһтаҗ болған турмуш мәсилилирини һәл қилишқа көңүл бөлишини, деһқанларни намратлиқтин қутулдурушқа әмилий һәрикәт елип беришини үмид қилмақта. Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә бир милйондин артуқ киши телевизор көрәлмәйду
- Хитай һөкүмити чәтәлләрдин хитайға йитип килидиған радио прогираммиларни тосуш тәдбирлирини күчәйтти
- Хитайда 80 милйондин артуқ хәлқ телевизорсиз яшимақта
- Деһқанларға беришкә тегишлик йәр төлими ниси қалди
- Хитай һөкүмитиниң намратларни йөләш сиясити кимләр үчүн хизмәт қиливатиду ?