Уйғурларниң мәтбуат вә иҗадийәт әркинликиниң боғулуши (2)
2007.12.27
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә қарши паалийәтлиридә, йиллардин буян хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинип қамақ җазалириға мәһкум қилинған уйғур қәләмкәшлиригә әркинлик тиләп намайишлар өткүзүп кәлмәктә.
Уйғурларниң мәтбуат вә иҗадийәт әркинликиниң боғулуши мәсилисидә зияритимизни қобул қилған уйғур зиялийси күрәш атахан әпәнди, уйғурларниң мәнивий мәдәнийитиниң бүгүнки паҗиәлик тәқдирини тилға елип өтти. У сөзидә уйғурларниң өзиниң миллий намини вә вәтининиң тарихи намини тилға елиштинму мәһрум қилинғанлиқини, уйғур қәләмкәшлири вә зиялийлириниң қәпәздики қушқа охшаш бичарилиқ тәқдиригә мәһкум болуп яшаватқанлиқини тәкитләп өтти һәмдә уйғурларниң мәтбуат вә иҗадийәт әркинлики боғулупла қалмай, йәнә уйғурларниң нәшр әпкарлириниң тақиливатқанлиқини вә диний вә тарихи әсәрлириниң көйдүрүлүватқанлиқини әскәртти.
У сөзиниң ахирида, нурмуһәммәд ясин, тохти мозарт, абдуғени мәмтимингә охшаш қанчилиған уйғур язғучи вә тарихчилириниң һазирму хитай түрмилиридә азап чекиватқанлиқини, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә башқа инсан һәқлири тәшкилатлири уйғурлар мәсилиси үстидә тохталғанда, уларниң әркинлики тоғрисида хитайға изчил бесим ишлитип келиватқанлиқини тилға алди. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити чәтәллик мухбирларға қаратқан тәкшүрүшини күчәйтмәктә
- Уйғурлар һәққидә инсан һәқлири доклати тәйярлаш қарари мақулланған
- Акиси хитай һакимийити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир яш билән сөһбәт
- Уйғурларниң мәтбуат вә иҗадийәт әркинликиниң боғулуши (1)
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, австралийә баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Алматада уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Зорийиватқан хитай ахбарати вә сиқип чиқириливатқан чәт әл хәвәрлири
- Уйғурлар дуня инсан һәқлири күнини әнқәрә шәһәр мәркизидә хатирлиди
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди