Дуня уйғур қурултийи уйғур елипбәси нәшир қилди


2007.07.12

Чәтәлләрдә яшаватқан уйғур балилириниң уйғурчә өгиниш тәлипини қандуруш үчүн елипбә түзүлүп нәшир қилинди. Китабни атилла қасим түзгән болуп, дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшир қилинди.

80 Бәттин тәркип тапқан бу елипбә рәңлик рәсимләр билән безәлгән болуп, елипбәниң ахиридики оқуш мәшқи бөлүмидә уйғур тарихиға, мәдәнийитигә вә уйғур дияриниң җуғрапийисигә аит мәлуматларму берилгән. Китабниң уйғур дияридики өсмүр- балилар оқуйдиған елипбәдин әң зор пәрқи, бу елипбәдә қизил галистук тақиған балиларниң болмаслиқи, хитайниң 5 юлтузлуқ қизил байриқиниң орниға ай юлтузлуқ көк байрақниң шундақла 1933-йили елан қилинған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң дөләт гербиниң рәсимлириниң қоюлған болуши иди.

Уйғур дияридики елипбәләрдә қизил армийә, компартийә вә маркисизм идийиси тәшвиқ қилинған қисқа һекайәт вә мақалиләр йәр алған болса, бу елипбәдә уйғурларниң даңлиқ шәхслири тонутулған мақалиләр, милләтпәрвәрлик тәрипләнгән шеирлар, уйғурларниң өрп-адити вә гүзәл әдәп - әхлақ өгитилгән һекайиләр берилгән.

Аптор елипбәниң кириш сөзидә бу елипбәни түзүп чиқишидики сәвәп үстидә тохтилип: уйғур диярида чиқирилған елипбәләрниң кириш бетидики бойниға қизил галистук асқан һалда, хитайниң қизил байриқини чиқириватқан өсмүрләрниң рәсимлири қәлбимдә муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлири үчүн исми- җисмиға лайиқ, уйғурға хас болған бир елипбә түзүш истикини пәйда қилди, дәп язған. Биз аптор атилла қасим вә бу китабни нәшир қилдурған дуня уйғур қурултийи нәшрият вә тәшвиқат бөлүм башлиқи абдуҗелил туран әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.