Украинийидә өктичиләр мәмликәт бойичә аммивий итаәтсизлик һәрикити қозғиди
2004.11.25
Украинийә али сот мәһкимиси сайлам нәтиҗисини тоңлатти
Украинийә али сот мәһкимиси пәйшәнбә күни һөкүм чиқирип, украинийә президент сайлиминиң нәтиҗиси тоңлитилғанлиқини җакарлиди. Али сот мәһкимиси, өктичиләрниң сайлам һәққидики әрзи үстидин келәр һәптә һөкүм чиқарғанға қәдәр, сайлам нәтиҗисиниң тоңлитилғанлиқини елан қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, украинийә али сот баянатчиси лйена шляпушникова, "сайлам нәтиҗиси өктичиләрниң әрзнамисини көрүп чиқиш тамамланғанға қәдәр елан қилинмайду," дәп тәкитлигән. Али сот мәһкимиси буниңғичә сайлам нәтиҗисиниң инавәтлик дәп қаралмайдиғанлиқини қарар қилған.
Украинийидики өктичиләр, 21 - ноябирдики президент сайлимида сахтипәзлик вәқәлири йүз бәргәнлики мунасивити билән, украинийә али сот мәһкимисигә дава ачқан. Украинийә мәркизий сайлам комитети, чаршәнбә күни һазирқи баш министир виктор януковичниң сайламда ғәлибә қилғанлиқини җакарлиған иди.
Өктичиләр хәлқни аммиви итаәтсизликкә чақирди
Өктичиләр рәһбири виктор йошинку, пәйшәнбә күни украинийә хәлқини мәмликәт бойичә омумий итаәтсизлик һәрикити елип беришқа чақирди. Өктичиләр, украинийә миллий қутқузуш комитети қуруп, демократийини қоғдашни қарар қилған. Бу арида украинийиниң ғәрбидики районларда русийигә қарши кәң көләмлик намайиш партлиди.Өктичиләр украинийидики бәзи хәлқара ташйолларни қамал қилип, һәр қайси җайлиридики йәрлик һөкүмәтләрни юшинкониң рәһбәрликини қобул қилишқа үндигән.
Йәкшәнбә күни өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилғанлиқи елан қилинған виктор янукович, русийәпәрәслики билән тонулған иди. Өктичиләр рәһбири йошинку, сайлам нәтиҗисини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлап, қайта сайлам елип беришни тәләп қилған.
Сайламда ғәлибә қилғанлиқи елан қилинған баш министир янукович, кейиф шәһәр мәркизидики өктичиләр билән йүзму- юз сөһбәт елип беришни халайдиғанлиқини билдүргән. Вәзиписидин айрилиш алдидики украинийә преизденти кучима, украинийә ички урушниң босуғисиға келип қалғанлиқини агаһландурған . Өктичиләрни сиясий өзгириш қозғашқа урунуш билән әйиплигән президент кучима, " вәзийәт һөкүмәт даирилириниң контроллиқи астида," дәп тәкитлигән.
явропа иттипақи сайлам нәтиҗисини қобул қилмиди
явропа иттипақи билән америка, кучима һөкүмитини намайишчиларға қарши зораванлиқ күч қолланмаслиққа агаһландурди. явропа иттипақиниң ташқий ишлар комисари солана, украинийидики сайлам һәққидә мундақ дәйду: " бизниңчә украинийә сайлам комитети сайлам нәтиҗисини елан қилғанда, сайлам җәрянидики сахтипәзликләр һәққидики наразилиқларни ойлашмиған, биз тақабил туруш тәдбирлирини ойлишимиз. Бирақ шу нуқта ениқки явропа иттипақи билән украинийә мунасивити, украинийиниң димократийә билән болған мунасивитигә бағлиқ". Солана, явропа иттипақиниң украинийә һөкүмити елан қилған сайлам нәтиҗисини қобул қилмайдиғанлиқини тәкитлигән.
Америка һөкүмити чаршәнбә күни украинийиниң сайлам нәтиҗисини қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән. Америка ташқий ишлар министири колин повелл, пәйшәнбә күни " биз сайлам нәтиҗисиниң қанунийлиқини етрап қилмаймиз, чүнки сайлам хәлқара өлчәмләргә уйғун әмәс". Дәп җакалиған иди. Русийә президенти владимир путин, алдида украинийә баш министири януковични сайламда ғәлибә қилғанлиқи мунасивити билән тәбриклигән.Бирақ узун өтмәй сайламниң ахирқи нәтиҗиси чиққанға қәдәр битәрәп туридиғанлиқини елан қилған .
Русийә - явропа башлиқлар йиғини украинийә кризисиниң көләңгиси астида елип берилди
Русийә билән явропа иттипақиниң пәйшәнбә күни гаагада өткүзгән башлиқлар йиғини, украинийидики сияси кризисниң көләңгүси астида елип берилди. Русийә, явропа иттипақиниң сайлам билитини қайтидин санаш тоғрисидики чақириқи, украинийидики өктичиләрни қанунсизлиқ вә зораванлиққа күчкүртиш билән баравәр, дәп әйиплигән.
Бирақ явропа иттипақи комитетиниң рәиси, җосей мануел барасо, русийиниң әйиплишини ибариси қаттиқ сөзләр билән рәт қилған. У мундақ дәйду: "бизниң украинийә сайлимидики наразилиқларни билдүрүш мәҗбурийитимиз бар. Наразилиқни очуқ - ашкара ипадиләштики мәқсәт, мәсилигә ғәйри зораванлиқ йоллири арқилиқ һәл қилиш чариси тепишдур."
Русийә президенти, пәйшәнбә күни явропа иттипақиниң рәһбәрлири билән гаагада сөһбәт өткүзди. У, украинийә президент сайлимидики ихтилапни сот мәһкимисиниң қарари бойичә һәл қилиш керәк, дәп көрсәтти. Бу арида украинийидики өктичи күчләрниң сайлам нәтиҗисигә наразилиқ билдүрүш һәрикити җүмә күни 5 - күнигә кирди. (Әркин)