Украинийиниң NATO ға кириши хитайни әндишигә салмақта
-
2006-03-22 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Украинийиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза болуп кириши, униң биринчи номурлуқ қорал херидари болған хитайни әндишигә салмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, украинийә президенти йеқинда мәхсус комитет қуруп, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза болуш тәйярлиқ хизмәтлирини башливәткән. Бу мунасивәт билән, украинийиниң әң илғар техникилар билән қоралланған һәрбий парахотидин сетивелиш койида җидди һәрикәт қиливатқан хитай һөкүмити көп сарасимә болмақта.
©
2006 Radio Free Asia