Үрүмчи "хәлқаралиқ шәһәр" болудиғанға қанчилик йирақта
2006.02.09
Уйғур аптоном райони һөкүмити йеқинда 11 - бәш йиллиқ пилан җәрянида йәни кейинки бәш йил ичидә үрүмчини хәлқаралиқ чоң мәркизи шәһәрләрниң биригә айландуридиғанлиқини елан қилди.
Аптоном районлуқ һөкүмәт йәнә хәлқаралиқ шәһәр қуруш үрүмчиниң кәлгүси тәрәққият нишани қилип бекитилгини билән деңиз бойи шәһәрлириниң тәрәққият сүритигә баққанда уйғур ели җүмлидин үрүмчи шәһириниң пән техника тәрәққияти һәмдә иқтисади тәрәққият сүрити йәнила толиму арқида дәп билдүрди.
Үрүмчидики һәр хил тәрәққият
Тәңритағ тор бетидә чаршәнбә күни буниңға даир берилгән хәвәрдә көрситилишичә, үрүмчини һазир оттура асиядики әң чоң базарға игә, тәрәққий қилған шәһәр дейишкә болидикән.
Мәбләғ селиш, истимал қилиш һәмдә екиспорт қилиш үрүмчиниң тәрәққиятидики үч чоң ат күчи һесаблинидикән. Шуңа хитай һөкүмити 11 - бәш йиллиқ пиланда бу үч чоң саһәни давамлиқ тез сүрәттә тәрәққий қилдуруп, болупму мәбләғ салғучиларға техиму кәң йол ачмақчи икән.
Үрүмчи уйғур елиниң мәдәнийәт, иқтисад, сиясий һәмдә трансипорт мәркизи болупла қалмай у йәнә җуғрапийилик җәһәттә асияниң мәркизидур. У шундақла шәрқ билән ғәрб мәдәнийитини туташтуридиған муһим көврүклүк ролини ойнап кәлгән.
Елан қилинған мәлуматларға асасланғанда, нөвәттә үрүмчиниң турақлиқ нопуси икки милйондин ашқан болуп, бу шәһәр нопусиниң 83% тин көпрәкини хитай нопуси игиләйду. 1950 - Йилларғичә бу шәһәрниң нопуси 100 миңдин ашмиған, нөвәттә бу шәһәр хитай бойичиму адәм әң зич шәһәрләрниң биригә айланди.
Тәрәққият елип кәлгән йеңилиқлар
Хитай һөкүмити 2010 - йили үрүмчи хәлқини омумйүзлүк һаллиқ сәвийигә йәткүзүп, хәлқаралиқ шәһәргә айландурмақчи икән. Үрүмчиниң тәрәққияти һәққидики тәшвиқатлар һәмдә буниңдин кейинки тәрәққият пиланлириға үрүмчи хәлқи қандақ қарайду?
Үрүмчи шәһриниң тәрәққиятиға баһа беришкә үрүмчи хәлқи өзи һәммидин һоқуқлуқ әлвәттә. Үрүмчидин зияритимизни қобул қилған бир алий мәктәп оқуғучиси үрүмчиниң тәрәққиятиға мундақ баһа берип, гәрчә тәрәққият тиз болған болсиму, нопусниң зиядә тиз көпәйгәнлики вә муһит булғинишиниң еғирлап кәткәнликини ейтти.
Бу яш йәнә нөвәттә үрүмчиниң хитайлар олтурақлашқан райони билән уйғурлар олтурақлашқан районда тәрәққий сүрити охшимиғанлиқ сәвәбидин тәбиий чегра һасил болғанлиқиниң көрүнүпла туридиғанлиқини билдүрди.
Бу яш йәнә хитай һөкүмитиниң үрүмчини һәқиқий тәрәққий қилдуримиз десә, уйғур яшлириғиму тәрәққият қурулушлирида рол ойнишиға пурсәт беришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Йеқинда уйғур елигә берип зиярәт қилип кәлгән чәтәлләрдики уйғур зиялийлири болса,үрүмчи һәқиқәтән тез тәрәққий қилғандәк көрүниду, әмма тәрәққиятниң бәлгиси болған шу игиз имарәтләрдә, кәңри кочиларда, қиммәт баһалиқ базарларда уйғурларни учратмақ интайин тәс икән,үрүмчи тәрәққий қилғини билән үрүмчиниң әсли игилири уйғурлар бу тәрәққиятлардин йирақ қилинған,үрүмчигә қарапла уйғур елини тәрәққий қилипту десә техиму мувапиқ әмәс чүнки башқа шәһәр, наһийиләр, йезиларниң әһвалини үрүмчигә һәргизму селиштурғили болмайдикән, йәрлик уйғур хәлқи бу тәрәққиятлардин һеч бәһриман болалмайдикән " дегәндәк зиярәт һеслирини ипадилимәктә. Мәлуматларға қариғанда гәрчә үрүмчи шәһириниң иқтисади тәрәққияти тәрәққий қиливатқан болсиму әмма у хәлқаралиқ шәһәр болуш шәртигә техи йирақ болуп, үрүмчиниң һава булғиниш мәсилиси болса униңға чоң амилларниң бири икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики су вә һаваниң булғиниши кишини әндишигә салмақта
- Хитайниң ислаһати уйғурларни намратлаштурмақта
- Хитайниң ғәрбидики хәтәрлик сода
- Хитай һөкүмити "11- бәш йиллиқ пилан" да уйғур елини йәниму тез сүрәттә ечишни пиланлимақта
- "Хитайниң қамал астидики ғәрби райони"
- "Хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири"
- Уйғур елигә хитай өлкилиридин кадир йөткәштики мәқсәт немә?