Чәтәлликләргә үрүмчи хәлқаралиқ айродроминиң өзидила бивастә виза бериш сиясити йолға қоюлидикән
2007.06.11
Уйғур елидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, 6 - айниң 10 - күнидин башлап, дунядики һәрқайси дөләтләрдин саяһәт вә сода ишлири шундақла мәдәнийәт, пән -техника алмаштуруш ишлири билән уйғур елиға бармақчи болған чәт' әлликләргә үрүмчи хәлқаралиқ айродроминиң өзидила бивастә виза бериш сиясити йолға қоюлидикән.
Мәзкур учурдин хәвәрдар болған америкидики бир қисим зиялий вә анализчилар " бивастә виза бериш сияситиниң уйғур елида йүргүзүлиши мәзкур җайниң сода- иқтисадиға пайда елип келиш билән бир вақитта, уйғур мәдәнийитигә қизиқидиған вә шундақла уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлидиған, хитайниң қара тизимликидики бир қисим чәтәл мутәхәссислириниң уйғур елини зиярәт қилишиға йәнила тосқунлуқ елип келиши мумкин " дәп қаримақта.
"Шинҗаңға кәлмәкчи болған чәт' әлликләргә көп қолайлиқлар яритип бериш"
Шинхуа агентлиқиниң уйғур елидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай дөләт ишлири кабинетиниң тәстиқи билән, 2007 - йили 6 - айниң 10 - күнидин башлап, дунядики һәрқайси дөләтләрдин саяһәт вә сода ишлири шундақла мәдәнийәт алмаштуруш пән -техника ишлири билән уйғур елиға келидиған чәтәл граҗданлириға мәзкур җайниң өзидила биваситә виза бериш сиясити йолға қоюлидикән. Йәни улар үрүмчи шәһиридики хәлқара айродромниң өзидила қолиға виза алалайдикән.
Уйғур елидики, хитай җамаәт хәвпсизлик идарисиниң чәт әлликләрни башқуруш бөлүминиң башлиқи ваң җипиң, " бундақ қилиш арқилиқ җиддий иш билән шинҗаңға кәлмәкчи болған чәт' әлликләргә көп қолайлиқлар яритип берилиду, шундақла техиму көплигән чәтәлликләрниң шинҗаңға келип саяһәт вә сода ишлири билән шундақла мәдәнийәт вә пән техника алмаштуруш ишлири билән шуғуллинишиға йол ечип берилиду" дәп билдүргән.
2006 - Йилиниң өзидила, уйғур елиға кәлгән чәтәлликләрниң сани 300 миңдин ашқан
Мәлуматларға қариғанда, йеқинқи йиллардин буян, хитай һөкүмитиниң ғәрбни ечиш сияситиниң йолға қоюлиши билән, уйғур елиға саяһәт қилип келиватқан чәтәлликләрниң саниму илгирики йиллардикигә қариғанда, тез сүрәт билән көпийишкә башлиған.
Бу һәқтики истатистикилиқ мәлуматлардин ашкарилинишичә, 2006 - йилиниң өзидила, уйғур елиға кәлгән чәтәлликләрниң сани 300 миңдин ашқан.
Гәрчә, үрүмчидин берилгән бу һәқтики хәвәрләрдә " шинҗаңға кәлгән чәт' әлликләргә биваситә виза бериш сиясити уйғур елиниң сода тәрәққиятиға зор пайдилиқ бир иш " дәп тәкитләнгән болсиму, америкидики уйғур зиялийси, доктор қаһар барат әпәнди" бу хил сиясәтниң йолға қоюлишини икки тәрәптин қариғили болиду " дәп билдүрди.( Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири үрүмчи ямалиқ теғида өй чеқиш һәрикитини йәнә башлиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Тоқсудики уйғур тиҗарәтчиләрниң беши қатти
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (2)
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)
- Үрүмчи, хитай буйичә булғиниш дәриҗиси әң еғир шәһәргә айланди
- Үрүмчи билән қәшқәр хәлқаралиқ чоң шәһәр болаламду?
- Үрүмчи "хәлқаралиқ шәһәр" болудиғанға қанчилик йирақта
- Уйғур елидики су вә һаваниң булғиниши кишини әндишигә салмақта
- Үрүмчи мусулманчә қушхана тақалғандин кейин бу йәрдики уйғурлар қандақ қилиду ?