" Айропилан булаш вәқәси" ниң сир пәрдиси террорлуқ тәһдитниң растлиқиға гуман пәйда қилди


2008.03.10

Хитай даирилири йеқинда җәнуб һава йоллири ширкитиниң бир йолучилар айрупиланида хәтәрлик вәқә йүз берип, бир йолучиниң үрүмчидин бейҗиңға қарап учқан йолучилар айропиланни партлатмақчи болғанлиқини, лекин айропилан хадимлириниң йолучини бойсундурғанлиқини вә айропиланниң ләнҗуға аман - исән қондурувелинғанлиқини билдүргән иди. Даириләр вәқәни террорчиларниң бейҗиң олимпик йиғиниға қарши һәрикити, дәп елан қилип, вәқәдә шәрқий түркистан күчлириниң қоли барлиқидин бишарәт бәргән. Мәзкур вәқә дуня мәтбуатлириниң диққитини қозғап, шу күнләрдики әң җиддий хәвәрләрниң бири болуп қалди. Лекин хитай һөкүмити һазирға қәдәр "айропилан булаш вәқәси"ниң һәқиқий әһвали, вәқәниң тәпсилатлирини елан қилмиди. Бу әһваллар бара - бара көзәткүчиләр вә мутәхәссисләрниң гуманини қозғимақта.

" Бәзиләр өлә -тирилишиға қаримай олимпик йиғинини бузмақчи болуватиду "

Хитай һөкүмити хәтәрлик вәқә йүз бәргәнликини елан қилған йолучилар айропилани җүмә күни әтигән саәт 10:30 ларда үрүмчидики дивопу айродромидин қозғалған болуп, айропилан җәнуб һава йоллириниң бейҗиңға қатнайдиғанCZ6091 нөвәтчи айропилани иди. Бу вәқәни шәнбә күни уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри бейҗиңда мухбирларға ашкарилап, бу вәқәни һава қатнаш паҗиәси пәйда қилиш йолидики урунуш, дәп тәкитлигән һәм айропилан хадимлириниң кәскин тәдбир қоллинип, вәқәни вақтида байқивалғанлиқини, айропилан, йолучилар вә айропилан хадимлириниң һәммиси аман - исән ләнҗуға қонғанлиқини илгири сүргән иди.

Лекин у вәқәниң йүз бериш җәряни, айропиланни партлатмақчи болғанларниң кимлики, қайси тәшкилат, партлитиш мәқсиди, айропилан хадимлириниң уларни қандақ бойсундурғанлиқини тилға алмиди. Әмма уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән вәқә пәйда қилғучиларниң уйғурлар икәнликидин бишарәт бәргән. У, хоңкоңдики бир телевизийә қанилиниң зияритидә бир мухбирниң, вәқә пәйда қилғучилар уйғурлармиди? дегән суалиға бешини лиңшитқан һәм вәқәни бейҗиң олимпик йиғини билән бағлап, " бәзиләр өлә -тирилишиға қаримай олимпик йиғинини бузмақчи болуватиду " дәп тәкитлигән.

" Гумандарларниң бири 18 - 19 яшлардики уйғур қизи "

Биз вәқәниң тәпсили әһвалини игиләш үчүн дивопу айродроминиң бихәтәрлик башқармисиға телефон қилған болсақму, лекин мәзкур башқармисидики нөвәтчи хадим бу вәқә тоғрисида мәлумат беришни халимиди. У, " айропиланда хәтәрлик вәқә йүз бәргәнликини аңлидим. Лекин бизгә вәқәниң тәпсилатлирини уқтурмиди. Вәқә тоғрисидики мәлуматим сиз билән пәрқләнмәйду. Мән вәқәни гезиттин оқудум. Шуңа бу тоғрисида көп нәрсә билмәймән " дәп көрсәтти.

Һазирға қәдәр вәқә садир қилғучи тоғрисида йип учи бәргән гезитләрниң бири"җәнубий җуңго әтигәнлик гезити"дур. Мәзкур гезитниң бу һәқтики бир хәвиридә әскәртишичә, гумандарлар аз дегәндә 2 нәпәр болуп, уларниң бири 18 - 19 яшлардики уйғур қизи. Бейҗиңдики вәқәдин хәвәрдар кишиләр мәзкур гезиткә бир нәпәр айропилан күткүчисиниң сус бензин пуриқи пурап қалғанлиқини вә 18-19 яшлардики бир уйғур йолучи қизни гумандар сүпитидә сораққа тартқанлиқини һәм гумандарниң шу җайда тутқун қилинғанлиқини, тутқунлар ичидә йәнә бир йолучиниң барлиқини илгири сүргән. Җәнуб һава йоллири ширкитиниң бир әмәлдари өзиниң вәқәни террорчи һәрикәт, дәп муқимлаштуралмайдиғанлиқини, вәқәниң характерини җамаәт хәвпсизлик органлириниң бекитидиғанлиқини билдүрди.

" Олимпик йиғини террорчиларниң һуҗумиға учрайду, десә таза ишәнчлик әмәс "

Вәқәни шәрқий түркистан күчлиригә бағлаш хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики бәзи мутәхәссисләрдә гуман қозғимақта. Америкидики сиясий мулаһизичи фаң җөй, хитай даирилирини шәрқий түркистан күчлириниң тәһдитини көптүрүветиш билән әйибләватқан вәзийәт тәһлилчилириниң биридур. Радиомизға "җуңгониң айродром башқуруш түзүми америкиға селиштурғанда наһайити чиң. Бу диктатор дөләтләрниң алаһидилики. юқири дәриҗидә диктатурлашқан, наһайити чиң башқуруш түзүмидә бу түрдики һәрикәтләрниң мувәппәқийәт қазиниш еһтимали наһайити аз" дәп тәкитлигән фаң җөй,"уларни милләтчи күчләр дәйли. Җуңгодики бу милләтчиләрниң күчини көптүриветишкә болмайду. Уларниң мәдәнийәт сапаси бир аз төвән, иқтисади күчи чәклик. Уларниң җуңго чегриси ичидә чоң көләмлик һәрикәтләрни тәшкилләш иқтидари йетилмигән" дәйду.

Хитайниң мәмликәт ичидики бәзи мутәхәссисләрниң бу мәсилидики пикири фаң җөй билән охшаш болуп, шаңхәй фудән университетиниң террорчилиқ мутәхәссиси җаң җядуң фаң җөй билән охшаш пикирдики хитай зиялилириниң биридур. Җаң җядуң, франсийә ахбарат агентлиқиға бәргән бу һәқтики баянатида " шинҗаңда террорлуқ тәһдит мәвҗүт әмәс дегили болмисиму, лекин уни бәк җиддий дәп кәткили болмайду" дәп тәкитләйду һәм " шинҗаңдики бәзи кичик гуруһлар чәклик даиридә һәрикәтләрни елип бериши мумкин. Лекин олимпик йиғини террорчиларниң һуҗумиға учрайду, десә таза ишәнчлик әмәс " дәп әскәртиду.

" Уйғурларға қарши йеңи бастуруш һәрикити қозғаш еһтимали бар "

Америкидики мулаһизичи фаң җөй бу қетимқи вәқәдә хитай даирилирини вәқәниң һәқиқий әһвалини йошуруш билән әйиблиди. У мундақ дәйду, " аталмиш террорчиларниң пилани яки суйиқәсти бәрбат қилинди, дегән бу вәқәдә даириләрниң бәргән изаһати кишини қайил қилалмайду. Мән җуңго даирилири бихәтәрлик хизмитидики бу һаләтни өзгәртиш керәк, дәп қараймән. Йәни демәкчимәнки, әгәр сән бу сүйиқәстни бәрбат қилған болсаң, уни йәнә йошурушниң немә һаҗити бар ? шуңа даириләр бу түрдики хизмәтләрдә һәқиқий әһвални ашкара тутуши керәк. Муһими пуқраларниң һәқиқий әһвални билиш әркинликигә һөрмәт қилиштур."

Хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң бу мәсилидики әндишиси хитай даирилириниң бу вәқәни уйғурларни илгирилигән һалда бастурушниң баһаниси қиливелишидур. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири тәтқиқатчиси фәлим кин, " бизниң әнсирәватқинимиз, хитай һөкүмитиниң бу вәқәни баһанә қилип, шинҗаңдики уйғурларға қарши йеңи бастуруш һәрикити қозғаш еһтимали шундақла олимпик һарписида охшимиған пикирдә болғучиларни йоқитиш хәвпидур " дәп агаһландуриду.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатниң хоңкоңдики тәтқиқатчиси марк әллисон, бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида "хитай террорлуқ һәрикәтләр һәққидә сөз қилса пакитни оттуриға қоймайду. Униң үстигә чәклимиләр түпәйли бу түрдики вәқәләр үстидә тәрәпсиз тәкшүрүш елип бериш имкансиз " дәп тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.