Үрүмчидә йүз бәргән намайиш қатму ‏- қат зулум дәстидин партлиған наразилиқ һәрикити

Сәуди әрәбистаниниң пайтәхти рияд шәһиридики имам муһәммәд университетиниң устази доктор әһмәд сәйфуддин түркистани, қатарниң "әл җәзирә" телевизийә қанилиниң сөһбитини қобул қилған иди.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.07.16
Urumchide-ana-balilar-namayishi-305 Бүгүн, 7 - ийул күни, үрүмчи вақти чүштин кейин саәт 4 әтрапида, 300 гә йеқин айаллар вә балилар үрүмчи шәһириниң ат бәйгә райониға йиғилип, тутқун қилинған балилири вә йолдашлирини қойуветишни тәләп қилип, намайиш елип барған.
AFP Photo

Доктор әһмәд сәйфуддин түркистани бу сөһбәттә, 5- июл йәкшәнбә күни уйғур елиниң мәркизи үрүмчи шәһиридә уйғурларниң шавгүән қанлиқ вәқәсиини һөкүмәт тәрәпниң адил бир тәрәп қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп елип барған намайишиниң һөкүмәт даирилири тәрипидин қанлиқ бастурулғанлиқини қаттиқ әйиблиди вә уйғурларниң нөвәттики намайиши ташқи күчләрниң күшкүртүшидин әмәс, бәлки қатму ‏- қат зулум дәстидин партлап чиққан омумий наразилиқ садаси икәнликини баян қилди.

Нөвәттики намайиш зулумниң нәтиҗисидур

Доктор әһмәд сәйфуддин"әл җәзирә" телевизийә қанилидикиләрниң " үрүмчидә елип берилған намайиш зулум дәстидинму яки шәрқий түркистан һессияти билән чиққанму?" дегән соалиға җаваб берип мундақ деди:" һазир шинҗаң дәп аталған шәрқи түркистан райони мусулман уйғурларниң юрти болуп, ислам дини бу районға миң йилдин көпрәк вақиттин бурун киргән. Бу районда хитай миллитиниң киргән тарихи икки йүз йилға йәтмәйду. Уйғурлар мустәқил дөләтлири болған хәлқ иди. Хитай һакимийити бу районни өз һөкүмдарлиқиға алғандин бири көплигән инқилаблар йүз берип кәлди. Бу районда 25 милйондин көпрәк мусулман хәлқ яшайду. Улар мусулманлиқини яшашни халайду. Әмма у җайда диний әркинлик үчүн чәклимиләр қоюлған. Бу район нефит, газ, уран, көмүр вә башқа көплигән нәфис байлиқларға игә бир район болуп туруп, хәлқ намратлиқта яшайду, уларниң мәдәнийәт вә иқтисад сәвийиси тәрәққи қилалмиған. Бу сәвәбтин райондики мусулманларниң көплигән тәләблири болған болсиму, хитай һөкүмити уларниң дәрдини аңлаш уяқта турсун, уларға қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сияситини қоллинип кәлди. Шуңа у җайда һөкүмәтниң бу қаттиқ қол сияситигә қарши наразилиқ узун йиллардин бири давам қилип кәлмәктә."

Уйғурларни ташиқиридикиләр күшкүрткән әмәс

Доктор әһмәд сәйфуддин " хитай мәнбәлири үрүмчидә партлиған намайиш чәтәлдики уйғур тәскилатлириниң күшкүртүши арқисида мәйданға чиққанлиқини дәва қиливатиду, буниңға қандақ қарайсиз?" дәп соралған соалға җаваб берип мундақ деди:" мән түркистандики бирәр кишигә яки бирәр тәшкилатқа вәкиллиқ қилип сөзләватқиним йоқ. Мән 1949-йили коммунист истиласидин кейин шәрқий түркистандин һиҗрәт қилип бу җайға кәлгән бир уйғурниң балисимән. Шу вақитта шәрқий түркистандин нурғун кишиләр чәтәлләргә чиқип кетип панаһлинишқа мәҗбур болған икән. Уйғурлар сәуди әрәбистанида болғинидәк, түркийидә вә ғәрб дөләтлиридиму көп санда бар. Мениңчә хитай һөкүмити қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сияситидин ваз кечип, сөһбәт арқилиқ мәсилини һәл қилиш йолини тутса яхши болиду. Дуняда һәр қандақ бир дөләтниң өзиниң тинчлиқини, муқимлиқини вә хатирҗәмликини қоғдаш һәққи бар. Лекин бу иш хәлқниң тәлипини рәт қилиш, қарши чиққанларни қанлиқ бастуруш, кишиләрни мәсчитләргә бериштин тосуш, яшларни өз динини өгиништин мәни қилиш билән әмәлгә ашмайду. Әһвал бундақ болған икән, уйғурларниңму башқа һөр дөләтләрдики инсанларға охшаш әркин яшиғуси келиду. Нәтиҗидә мундақ наразилиқ һәрикәтлири чиқиду, чәтәлләрдики уйғурларниң ана вәтинидики хәлқниң әһвалиға ечинип уларниң арманлиридин бәзисиниң әмәлгә ешишини тәләп қилип сөз қилиши хитайниң ички ишиға арилашқанлиқ һесабланмайду."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.