Д у қ: үрүмчи вәқәсидә хитай һөкүмити әйибкар

RFA Photo / Erkin Tarim
7 - Айниң 10 - күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ муавин әлчиси түркийиниң NTV телевизийиси мухбириға бәргән баянатида, үрүмчи вәқәсидә түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири билән мунасивити барлиқини оттуриға қойған иди.
3 Күндин бери хитай дөләт телевизийисидә берилгән хәвәрләрдә, үрүмчи вәқәсиниң рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүркләр тәрипидин уюштурғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
23 - Июл www.jinghua.cn Намлиқ торбетидә елан қилинған "дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса террорист" мавзулуқ мақалида, 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң долқун әйса билән мунасивити барлиқи көрситилгән.
Хитайниң үрүмчи вәқәсини тамамән чәтәлдики кишиләргә артип қоюшидики сәвәб немә? 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң растинла дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири билән мунасивити барму? бу һәқтә җаваб елиш үчүн д у қ ниң муавин рәиси сейит түмтүрк билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.